›› Маһмут Қәшқәри
  ›› Лутпулла Мутәллип
  ›› Абдуқадир дамолла
  ›› Абдуреһем Өткүр
  ›› Аманнисахан
  ›› Садир палван
  ›› Ғени батур
  ›› Ризвангүл
  ›› Ипархан
  ›› Назугум
  ›› Бабур
  ››
  ››
  ››
  ››
  ››
  ››
  ››
  ››
  ››
  ››
  ››
  ››
  ››
  ››
  ››
 
  
  
  
  
 
 
 
 
 
 
 
 
 
  Әссаламу Әләйкүм!
Ата-Ана өлүп қанат қайрилса, йиғлар адәм, икки - үч йил көп болса.
Билгин Инсан, өмүр бойи йаш төкүп, өтәр кимки, Вәтинидин айрилса!



Бабур
Бабур Ана тәрәптин Әмиртөмүрниң, Ата тәрәптин Чиңгизханниң әвладидур. Шу сәвәптин униң томурида Мәркизи Асийа вә Оттура Асийадики икки бүйүк истилачиниң қени аққан. Бабур 1483-йили 14 февралда атиси Өмәр шәйих һөкүмранлиқ қилған Пәрғанида туғулди. Атиси қаза қилған чағда бари-йоқи 11 йашқа кирип төт ай өткәниди. Бу һәқтә "Бабурнамә"ниң дәсләпки қурлири мундақ гуваһлиқ бериду: "Сәрви каинатниң шапаити вә чаһарйари басәпаларниң һиммити билән сәйшәнбә күни рамизан ейиниң бешида тарих сәккиз йүз тоқсан тоққузда (миладийә 1494-йили ийунда) Пәрғанә вилайитидә 12 йашта падишаһ болдум...". Бабур йашлиқ чағлирида көп җапа-мушәққәт вә дишварчилиқларни баштин кәчүрүшкә мәҗбур болди. У өзиниң ата мирас мүлки һесаблинидиған Сәмәрқәндни икки қетим бойсундурди вә икки қетим қолдин берип қойди. Йеши раса 21 гә тошқанда, йәнә арида мувәппәқиәтсиз 10 йил өтүп кәткәндин кийин, у ата йуртини қайта ташлиди-дә Һендиқуштин өтуп Кабулни ишғал қилди. 1511-йили Сәмәрқәндни қайтуривелишқа йәнә бир қетим урунуп көрди. Бу қетим ғәлбә пәйзини сүргән болсиму, бир йилдин кейин Сәмәрқәнд йәнә қолдин кәтти, Бабур шу тәриқидә Сәмәрқәндни үч қетим елип үч қетим қолдин берип қойди. Бабур Сәмәрқәндни елиштин көңли совуғандин кейин чөчәкләрдикидәк байлиқларға толуп ташқан Һендистанни елишқа бәл бағлайду. Ақивәттә пүтүн Һендистанни өз тәсәррупиға киргүзиду. Шундақ қилип Бабур Һендистанниң шаһеншаһи вә бүйүк бабурийләр дөлитиниң асасчиси болуп қалди. Бабур-шир дигән мәнидики сөз болуп, “Бабур”ләқимини алған бу кишиму һәқиқәтән өзиниң исми-җисмиға лайиқ адәм еди. Келишкән қәдди-қамити вә наһайти күчлүкликидин ташқири йүрәклик, әпчиллик, чаққанлиқта униң алдиға өтидиғини йоқ еди. У қийинчлиқларға писәнт қилмайтти болупму овчилиқта батур аталған еди. У көпинчә бәстилик икки адәмни қолтуқливелип Әгрә қәләсиниң үстидә йүгүрүп мәшиқ қилған. Су үзүшкиму аҗайип маһир болған. Ганг дәрйасидин башқа йолда учириған дәрйаларниң һәммисидин үзүп өткән. Бабур тәбиәтни, бәзмә-мәшрәпни наһайити йахши көрәтти. Болупму тағлар, едирлар, бағлар, йайлақларни көргәндә зоқ-шоққа толуп елһами қайнап, худди булбулгойаға айлинип қалатти. У имани камил мусулман болуп, Аллани бирдәмму есидин чиқармиған. Лекин мутәәссип болуп қелиштин сақланған. Бабур сөзгә бай, натиқ, истидатлиқ сәркәрдә, ар-нумуси күчлүк шәхис болсиму дөләт әрбаби болушта таза йүксәкликкә көтүрүлмигән. Өз ғәлбилирини давамлиқ сақлап қалалмиған. Мәмликәтни идарә қилишни йахши йолға қойалмиған. Һөкүмранлиқи дәвридә пут тирәп туралайдиған мәһкимә болмиған вә мустәһкәм қанунлар йолға қойулмиған. Бабурниң көплигән ишлириниң ахири чиқмай қалған. Шу сәвәптин оғли Һумайун буниң дәрдини аз тартмиған. Бабур 1530-йили 26-декабрда 48 йешида аләмдин өтиду. Дәсләптә униң җәсити Әгрәгә дәпнә қилиниду. Кейин Кабулға көчүрүлүп, дәрйа бойидики анчә чоң болмиған бир гүзәл бағниң ичигә дәпнә қилиниду.
***