Әссаламу Аләйкум Әзиз Мећман! Добро пожаловать на сайт Странника!
САЙТ СТРАННИКА

Гостевая книга

Chat-Chayxane

Счётчик MyCounter


Яндекс.Погода
                               

Iparxan
From Wikipedia
Jump to: navigation,
Izdash
Ипархан вә Ипархан қәбриси

Ипархан йуңҗеңниң 12-йили 9-айниң 15-күни (милади 1734-йили ) Йәкәндә туғулған. Чийәнлуңниң 53-йили (милади 1788-йили ) 4-айниң 19-күни қаза тапқан. Униң әҗдади Шинҗаңда Ислам динини тарқатқан Пәйғәмбәр әвлади булуп, Йәкәндә йашиған. Униң дадиси Әли Хоҗа булуп (29-әвлад хоҗа ) Аппақ Хоҗа (Хоҗа һидайтулла ишан ) ниң иниси Мөмин Хоҗаниң әвирси. 1755-йили йәни ийәнлуңниң 20-йили 5-айда Чиң қушунлири җуңғарларниң топлиңини тинҗитқан вақитта, җуңғарлар тәрпидин нәзәрбәнит қилинған Мамутниң чоң оғли Борһанидин билән иккиничи оғли Хоҗа Җаһанни қутулдурған. Кейин бу ака -укилар Чиң сулалисиға қарши топлаң көтүргән. Ипарханниң акиси Турди топлаңчиларниң каттибешиға тиз пукмәй, налаҗ, пүтүн аилисидикиләр билән Тәңри теғиниң җәнубидики Йәкәндин Тәңри теғиниң шималидики Илиға көчүп кәлгән. Чийәнлуңниң 23-йили Чиң сулалисиниң Хоҗа Җаһанға җаза йүрүшкә әвәткән чоң қушуни Йәкәнгә йетип барған. Ипарханниң 5-тағиси Һүсиийин, акиси Турди вә бир нәврә акиси Мамут қатарлиқлар Чиң сулалисиға маслишип уруш қилип, чоң -кичик хоҗиларниң топлиңини тинҗитқан. Буниң билән һүсийин, Мамут қаталиқлар ордиға тәклип қилинған. Чийәнлуң хан Һүсийингә фугогуңлуқ , Мамутқа йасақлиқ вә биринчи дәриҗилик тәйҗи унвани бәргән. Ипарханниң акиси Турди пайтәхиткә барғандин кейин, униңғиму биринчи дәриҗилик тәйҗи унвани бәргән. Чийәнлуңниң 25-йили 1-айниң 15-күни Һүсийин, Турди вә Мамут қатарлиқлар гуаңмиң қәсридә өткүзүлгән катта зийапәткә қатнашқан. Шу йили 2-айниң 4-күни Турдиниң сиңлисиға мусилман есилзадә унвани берилип, Ордиға киргүзүлгән. Чиң сулалиси падишаһлириниң айаллири ханиш, мәликә шаһбану, есл шаһбану, шаһбану, туқал ханиш, есилзадә, кенизәк вә чөрә қиз дәп җәмий сәккиз дәриҗигә бүлүнгән. Есилзадә буларниң арисида 6-орунда турған. Шу йили 4-айниң 1-күни Чийәнлуң хан йарлиқ чүшүрүп: Турди Хоҗа қатарлиқлар пайтәхиткә орунлаштурулсун, җуҗавйи қатарлиқлар уларға күмүш, гүрүч вә йитәрлик озуқ -түлүк бәрсун, һәм уларниң өрүп(урпи пр..Э.А.) адәтлиригә һөрмәт қилиш керәк дегән. Шу йили 4-айниң 8-күни кенизәк балаң Турдиға хотунлуққа берилгән. Ипархан дәсләптә ордиға киргән вақитта ордидики мәртивә нами " хе гүйрин" болған. Ипархан ордиға кирип 3-йили, йәни Чийәнлуңниң 27-йили 5-айниң 16-күни хан ана пәрман чүшүрүп Ипарханни "туқал ханиш" лиққа өстүрүп әнгә алдурған. Шуниңдин кейин Ипарханниң ордидики мәртивә нами "роң фей" болған. Шу йили Ипарханниң акиси Турди Қәшқәрни елип қайтуруш җеңидә хизмәт көрсәткәнлиги үчүн фугогуңлуққа өстүрүлгән. Чийәнлуң хан бу ака-сиңил иккәйләнни интайин әтиварлиған. Чийәнлуңниң 30-йили 1-айниң 16-күнидин 4-айниң 20-күнигичә Чийәнлуң хан 4-қетим җәнубни көздин кәчүрүшкә барған чағда, бу ака-сиңил ханға һәмраһ булуп биргә барған. Чийәнлуң хан Ислам дининиң өрүп(урпи) адәтлиригә алаһидә һөрмәт қилип, туқал ханишқа мусулманчә нурғун сәй, тамақ тәййарлитип бәргән. 2-айниң мәлум бир ахшими ханиш оланара чечини кесивәткәнлиги үчүн падишаһниң ғәзипигә учрап йерим йолдин ордиға қайтурветилгән, ханиш намдин айрилип қалғили тасла қалған. 2-йили, Чийәнлуң муләндики вақтида ханиш оланара аләмдин өткән. Шундин кейин Чийәнлуң хан ордида ханиш турғузмиған. Чйәнлуниң 33-йили 6-айда 35йашқа киргән тоқал ханиш хан аниниң меһир- шәпқити билән шаһбанулуққа көтүрүлгән. Чийәнлуңниң 42-йили хан ана аләмдин өткән. Ипархан ордида Нурмуһәммәт исимлик уйғур ашпәз ишләткән. Чийәнлуңниң 46-йили 1-айниң 5-күни бөлүнмә ордидики хуйуң қәсридә өткүзүлгән зийапәттә Нурмуһәммәт тәмлик қилип икки хил сәй қоруп мукапат алған. Буниң билән Ипарханниң ордидики орни барғансри көзгә көрүнгән. Чийәнлуңниң46-йили 1-айниң 15-күни йуәнмиңйуәндики сәнву қәсридә өткүзүлгән зийапәттә Ипархан Ғәрип тәрәптики орунниң бешида олтурған. Чийәнлуңниң ордиси ичидә дадисиниң туғулған күнини хатирләп өткүзүлгән зийапәттә Ипархан Шәрқ тәрәптики җозидики 2-орунда олтурған. Чийәнлуңниң 53-йили 1-айда, ордидики зийапәттә Ипархан қатарлиқ 4 шаһбану, туқал ханишниң һәр бири чийәнлуң ханға иссиқ тамақ совға қилған. Һелиқи Нурмуһәммәт чийәнлуң әң йахши көридиған поло һәм қой гөшидә чүчүрә етип бәргәнлиги үчүн мукапатланған. Шундин кейин Ипархан ордидики йиғилишларда қайта көрүнмигән. Лекин хан униңға көп қетим йәл -йемиш инам қилип турған, буниңдин Ипарханниң орун тутуп йетип қалғанлиғини билгили болиду. 4-айниң 15-күни, хан Ипарханға аплесин инам қилған. Шуниңдин 5 күн өткәндин кейин Ипархан қаза қилған. Ипарханниң қәйәргә дәпнә қилинғанлиғи тоғрисида көз қарашлардин иккиси бар. Бири "Қәшқиргә дәпнә қилинған", йәнә бири "Хебий өлкисидики Чиң сулалисигә хас Шәрқий қәбиристанлиққа дәпнә қилинған" дегән қараш. Алдинқисида Қәшқәрдики "Аппақ Хоҗа" мазирида Ипарханниң қәбирси бар дәйду. Кейинкиси Хебий өлкисидики Чиң сулалисигә хас Шәрқий қәбристанлиқтики "роң фей " ниң қәбирси дәл Ипарханниң қәбирси дейилгән. Зади қайси хил қараш тоғра? Ипарханниң ордидики һәқиқий мәртивә нами " роң фей ". У Чийәнлуңниң 53-йили 4-айниң 19-күни аләмдин өткән. Шу йили 9-айниң 25-күни дәпнә қилинған. 1979-йили роң фей қәбирсиниң алдидики таштин йасалған пәштақ олтуршуп кәткән. Қәбирни тазилап оңшиған чағда, қәбирни қарақчилар булап кәткәнлиги мәлум болған. Қәбирниң ичигә 2,5 метир әтрапида сесиқ су йиғилип қалған. Қәбрә ичи бир таш дәрваза вә әгмә таштин йасалған икки өйдин тәркип тапқан. Ичкирки өйниң тәхит суписи үстигә роң фей ниң қизил сирланған тавут сандуғи қойулған. Тавут сандуғи палта билән йерилған болуп, сандуқ ичи қуруқдалған. Тавут сандуқиниң баш тәрипигә алтун һәл билән йезилған әрәпчә "бисмиллаһир рәһманир рәһим" дегән хәт йезилған. Бу роң фей ниң Ислам мурти икәнликини испатлап бериду. Ипархан Чийәнлуң ханниң ханишлири ичидики бирдин-бир уйғур қиздур. Шуңа Ипархан Қәшқәргә дәпнә қилинған болмастин бәлки Хебий өлкисиниң Зунхуа наһийсидики Чиң сулалисигә хас Шәрқий қәбристанлиққа дәпнә қилнған. У вә униң аилә тавабатлири Чиң сулалисиниң көп милләтлик дөләтни бирликкә кәлтүрүшкә бәлгүлик төһпә қошқан.
Правка: Эмерен
***



 
 

Copyright ©  2004 -2015 Emeren All Rights Reserved.    

  
Hosted by uCoz