САЙТ СТРАННИКА



Amannisaxan
From Wikipedia
Jump to: navigation,
Izdash
Талантлиқ муқам алими шаирә Аманниса хеним.
Аманниса хеним милади 1534-йили Йәркәнниң Бәшкәнт йезисида Мәхмут исимлик намрат отунчи аилисидә дунйаға кәлгән. Мәхмут ака оқумушлуқ адәм болуп, анисидин йетим қалған йалғуз қизи Аманнисани өзи оқутуп тәрбийилиди. Аманнисахеним кичигидинла чечән, зеһнилик, әқиллиқ қиз иди. Сазға һәвәс қилатти һәм шаирәликтә издинәтти. У Йөсөп Сәккаки, Нәваи, Лутфи... қатарлиқ мутәппәккөр алим вә музикашунасларниң әсәрлирини, музикилирини Үгинәтти һәм өзи шеир йезип аһаң ишләп чалатти... Сәидийә султанлиқиниң падишаһи Абдурешитхан, бир күни пухрачә кийинип, йениға Әкрәм дегән муһапизәтчи йигитни елип өз һакимийитиниң сийасәтлириниң нәтиҗисини вә өз әмәлдарлириға нисбәтән пуқраларниң пикир-баһалирини билиш мәқситидә шәһәр вә йезиларни арилап йөрөп бир харабә кәпә алдида тохтап, мушу намрат аилидин әһвал сорашни ойлайду. Әслидә бу отунчи Мәхмут акиниң кәписи еди. Абдурешитхан Мәхмут ака билән параңлишип олтуруп тамға йөләклик сатарға көзи чөшиду вә Мәхмут акидин сатар челип беришни сорайду. Мәхмут ака сатарни қизиниң өзидин йахши чалалайдиғанлиқини ейтип, булуңда тартинип олтурған әмдила балағәткә йәткән қизини көрситиду. Меһманларниң вә дадисиниң илтипатини рәт қилиш әхлақсизлиқ дәп қариған Аманниса, дәрһал қолиға сатарни елип өзи нәзмә төзәп Пәнҗигаһ муқамиға маһирлиқи билән челип, Абдурешитханни һәйран қалдуриду. Қизниң: саңа йөз шөкри, йарәб, бизгә адил падишаһ қилдиң, пеқир- мискинләргә Абдурешитханни панаһ қилдиң. Нәфисә кечәйө кундуз дуа қилди тәңри Қуддусқа, ки шаһ алдида қилмас қаттиқ гунаһ қилдиң. Дәп оқуған ғәзәллиридин мәңдәп қалған султан һайаҗанлаған һалда қиздин «нәфисә» дегәниң кимликини, униң бу ғәзәл, муқамларни кимдин вә қандақ өгәнгәнликини билмәкчи болиду. Қиз меһманға қарап: «Нәфисә» мениң тәхәллусум, мән Нәваи, Фузули... қатарлиқ шаирларниң ғәзәллирини оқуймән, йуқирида оқуғанлирим өзөмниң ғәзәллири, дәп җаваб бериду вә султанға өзиниң йазған ғәзәллирини көрситиду. Абдурешитхан йуқири маһарәтлик бу қизниң ғәзәллиригә чалған сазиға апирин ейтип: мән қарап турай, сиз бир шеир йезип беқиң, дәйду. Аманниса қолиға дөгәт, қәлимини елип шеир йазиду. Униң ахирқи куплити мундақ: «... йарәп пусәнт қилди әҗәб суи зән маңа, гойа бу өйгә өнди бу ахшам тикән маңа» дәп йазиду. Абдурешитхан буни көрөп көлөп: ишәндим, шаирә һәҗвий қилмисила... дәйду. Аманниса хенимниң хуш хети өзиниң гузәл чеһриси билән һөсин талашмақта иди. Йаш султан Абдурешитхан аманниса хенимға ашиқ-беқарар болуп, дәрһал ордисиға қайтип, Мәхмут отунчиниң өйигә әлчи әвәтип, улар рази болғандин кейин, шаһанә той мәрикә қилип, Аманниса хенимни өз никаһиға алиду. Абдурешитхан мәдәнийәт сөйәр, музика хуштари, оқумушлуқ, мәрипәтпәрвәр киши болуп, Аманниса хенимниң музика илми билән шуғуллиниш ишиға зор имканийәт йаритип бәргәнлиги үчүн, Аманниса хеним Абдурешитхан билән йигирмә йил биргә өтүш җәрйанида пүтүн һайатини музика муқамлирини тәтқиқ қилиш, рәткә селиш, иҗад қилиш, системилаштуруш, музика талиплирини йетиштүрүштәк улуғвар ишларға беғишлиди вә «12 муқам» қамусини йезип җаһан музика мәдәнийитигә өчмәс төһпә қилип қошти. Уйғур хәлқииң тарихий һайатини һәр тәрәплимә музикилиқ тил билән ипадилигән чоң һәҗимдики музика қамуси «12муқам» ға киргүзүлгән аһаңлар формисидин һалқип кетәлмигәнлигини учритимиз.12муқам «Рак», «Чәббийат», «Мушаврәк», «Чаригаһ», «Пәнҗигаһ», «Өзһал», «Әҗәм», «Ошшақ», «Байат», «Нава», «Сигаһ», «Ирақ» лардин ибарәт болуп, пүтүн 12 муқам 170 тин артуқ аһаң, 27 хил нәғмини өз ичигә алиду. Уни баштин айақ бир қетим оқуш үчүн 20 нәччә саәттин узақ вақит кетиду. Аманниса хеним кишини һәйран қалдуридиған шиҗаәт вә иҗтиһат билән12муқамни рәтләп, ислаһ қилип системилаштурғанда мону үч нуқтини асас қилған: биринчи, 10 - 15-әсиргичә давам қилған вә интайин кәң территорийигә йейилип кәткән уйғур муқамлири билән униңға тәсир қилған, бирақ өзләшмигән ғәйрий муқамлардики елишаңғулуққа хатимә берилип, уйғур муқамлирини өзиниң әнәниви миллий аһаң хусусийәтлири бойичә қайта рәт салған. Иккинчи, «Чоң нәғмә», «Дастан», «Мәшрәп» тин ибарәт муқам шәкиллирини һәрқайси муқамлиқ көй шәкли бойичә йүрүшләштүргән вә қелиплаштурған. Үчинчи, муқам музикилирини хурапатлиқ вә бирқәдәр чүшиниксиз ибариләр билән толған шеирийәттин азад қилип, өз дәвридә күчлүк мәрипәтпәрвәрлик ролини ойнаватқан уйғур-төрк шеирийити билән текисләштүргән. Аманниса хеним униңдин башқа, «Диванә нәфисә»(нәфисә шеирлири), «Әхлақий җәмилә» (гөзәл әхлақ) (бу әсәрләрдә айалларға қарита тәрбийә вә нәсиһәт қилинған). «Шороил қулуп» (қәлбләр һекмити) намлиқ китабларни йазди вә «Ишрәт әңгиз»(шадлиқ қозғиғучи көй)намлиқ муқамни иҗад қилди. У, миладийә 1567-йили 34 йешида туғутида вапат болди. Аманниса хенимниң вақитсиз вапати гүллиниватқан Сәидийә султанлиқи үчүн зор йоқитиш болди. Хусусән султан Абдурешитхан үчүн еғир йоқитиш болуп, у, бу еғир җудалиқни көтүрәлмәй сәвдайи кесилигә дучар болуп аләмдин өтиду. Әйни вақитта ислам дини қанунлирида диний әқидиләрдин һалқип кетидиған бирәр илғар көз қараш вә илмий муталиәләрни оттуриға қойуш, һәтта әрләр ичидиму тәқип қилинатти. Музика, уссул сәнити болса аллиқачан чәкләнгән болуп, пәқәт мәхпий һаләттә елип берилатти. Айаллар бу җәһәттә һоқуқсиз дегидәк болуп, илим-сәнәәт билән шуғуллиналматти. Аманниса хеним әнә шундақ диний хурапи иҗтимаий тосалғуларни бесип өтүп, тарих сәһнисидә намайан болди, униң улуқ нами уйғур мәдәнийәт тарихи сәһиписидин көрүнәрлик орун алди.
мәнбә : Шәһла тор бети .
правка – Эмерен.
***
Страница редактируется...


Счётчик MyCounter



Copyright© 2004-2008 Emeren All Rights Reserved.

Hosted by uCoz