Hosted by uCoz
САЙТ СТРАННИКА



hamrajan-aka

Счётчик MyCounter


Яндекс.Погода
                               


           Уйғур алими Мәһмут Қәшқәриниң һайати
Миладийә 11 - әсирдә йашап өткән уйғур алими, дунийа селиштурма тилшунаслиқиниң асасчиси - Мәһмут Қәшқәри миладийә 1003 - йили Қараханийлар ханлиқиниң астаниси Қәшқәргә қарашлиқ Опал азиғда дунйаға кәлгән. Мәһмут Қәшқәри өз өмридә Қәшқәр, Оттура Асийа, Һиндистан, Бағдад... қатарлиқ җайлардики алий билим йуртлирида пәнниң әйни йилларда мәлум болған һәммә түрлиридә дегидәк вайиға йәткүзүп илим тәһсил қилип, өзиниң өлмәс әсири - "Түркий тиллар дивани" үчүн пухта асас салған. Мәһмут Қәшқәри қәләм билән әләмни биллә тутуп, Қараханийлар ордисида муһим хизмәтләрдә болған. У өзи хан җәмәтидин болған йуқири тәбиқә кишиси болсиму, Қараханийлар дөләт һакимийитигә һәссә қошуш билән биргә, авам пуқралар үчүн җан тәсәддуқ қилишқа һәрдаим тәййар турған. Униң аддий авам қизиға өйлинишини пак муһәббәттин башқа, инсаний муһәббәттин, мән ханзадә дәпла қаримай, "мән алди билән инсанмән" дәп қарайдиған есил адимийлик пәзилитидин айрип қарашқа болмайду. Мәһмут Қәшқәри хан әвладлириға лайиқ һәрбий тәлим - тәрбийә көрүп, җәңләрдә батурлуқ көрсәткән. Болупму өгәй аниси қозғиған Орда сийасий өзгиришидә қурбан болған чоң дадиси Муһәммәд Арсиланхан, дадиси Һүсәйин Буғрахан вә башқа көплигән уруқ - туққанлириниң қисасини елиш үчүн қан кечип җәң қилип, қәһриманлиқ шәҗәрисини йазған. Мәһмут Қәшқәри нурғун илмий әмгәкләрни иҗад әткән болсиму, бизгичә йетип кәлгән "Түркий тиллар дивани" дин башқа әмгәклири заманниң боран - чапқунлиридин аман қалмиған. Қолимизда бар болған "Түркий тиллар дивани" му алимниң әсли қолйазмиси болмастин, бәлки хели йиллардин кейин илим ашиналири тәрипидин көчүрүп тарқитилған қолйазмиларниң биридур. Биз алимниң илмий әмгәклирини қоғдап қалалмиғанлиқимиздин әпсуслинимиз, Һәқтин гунаһимизни тиләймиз. Мәһмут Қәшқәри бизгичә йетип кәлгән өлмәс әсири - "Түркий тиллар дивани" ниң әсли қолйазмисини миладийә 1074 - йили толуқ тамамлап, Әрәб Аббасийлар хәлипиликиниң хәлиписи - Убулқасим Абдулла Муқтәди Бин Әмруллаға тәқдим қилған. Мәһмуд Қәшқәриниң өз әсирини хәлипигә тәқдим қилишини мундақ чүшиниш мумкин: Пәйғәмбәр Әләйһиссалам орниға олтурған Әрәб хәлиписи пәқәт Әрәб дийаридики мусулманларниңла әмәс, бәлки пүтүн дунйа мусулманлириниң диний даһийси һесаблинатти. Шу сәвәбләргә көрә, мусулман алими болған Мәһмуд Қәшқәриму өз әсирини хәлипигә тәқдим қилишни бурч дәп билгән болса керәк (йаки башқа сәвәб бардур, буниси пәқәт Аллаһқа мәлум). Мәһмут Қәшқәри миладийә 1105 - йили вапат болған, мубарәк җәсити һайат чеғида мудәрислик қилған Опал азиғтики "Мәһмудийә мәдриси" ниң йениға дәпнә қилинған. Бу җай һазир илим ашиналириниң даимлиқ зийарәтгаһиға айланди.
төвәндә алимниң нәсәбнамиси байан қилиниду.
Мәһмут Қәшқәриниң әҗдадлири (Әвладтин Әҗдадқа қарап тизилди)
  • 1. Мәһмут Қәшқәри
  • 2. Һүсәйин Буғрахан
  • 3. Муһәммәд Арсланхан
  • 4. Йүсүп Қедирхан (Йүсүп Қадирхан)
  • 5. Һарун Буғрахан (Һәсән Буғрахан)
  • 6. Сулайман Буғрахан
  • 7. Сутуқ Буғрахан
  • 8. Базер Арсланхан
  • 9. Көл Билгә Қадирхан (Пантекин ?) ... Алип Әртоңа ? (Афрасийап)
Мәһмут Қәшқәриниң әвладлири (Әвладтин Әҗдадқа қарап тизилди)
  • 1. Имир Һүсәйин (Һөсийин) Қази Һаҗим
  • 2. Һаҗи Қутлуқ Шәвқи
  • 3. Абдуреһимбәг Һаҗим (Абдуреһим Нәзариниң нәвриси)
  • 4. Муса бай (Абдуреһим Нәзариниң күйоғли)
  • 5. Өмәр Әттар
  • 6. Қутлуқ Шаһәләм
  • 7. Тохти палван
  • 8. Молла Бақи ахун хәлпитим
  • 9. Әлқут вәли хоҗа ишан
  • 10. Молла Муһәммиди Мупти ахунум
  • 11. Өмәр қази ахунум
  • 12. Хоҗа Абдураһман хәлпәм
  • 13. Молла Йунус хәлпитим
  • 14. Ибраһим һаҗи Мәвләви
  • 15. Муһәммәд Реһим шәйих
  • 16. Абдурешит шәйих
  • 17. Исмайилхан
  • 18. Абдумөмин шәйих
  • 19. Қутлуқ хоҗа
  • 20. Абдураһман Мупти
  • 21. Муһәммәд Имин хоҗа
  • 22. Хәлпәт мирза
  • 23. Имир Һүсәйин мәвләви
  • 24. Мәһмуд ғази бәг
  • 25. Муһәммәдхан
  • 26. Әбуәли шәйих
  • 27. Әлқут шәйих
  • 28. Муса хәтмә гәрдә
  • 29. Абдукеримхан
  • 30. Османхан
  • 31. Һәсән хан мирза
  • 32. Йүсүпхан Судур
  • 33. Сулайман алип текин
  • 34. Мәһмут Қәшқәри

(Мунасивәтлик испатлар үчүн, "Мунбәр" журнилиниң 2002 - йиллиқ 1 - саниға, 2005 - йиллиқ 3 -, 5 - санлириға, "Илим вә Алим" намлиқ китабқа қаралсун. Бу йәрдә мәндин бурун қәләм тәврәткән қәләм саһиблириға йүрикимдин тәшәккур билдүримән, Аллаһ уларға рәһмәт қилсун!)
Мәһмут Қәшқәри
йоллиғучи: turkex
Мәһмут Қәшқәри қайси вақитта бу аләм билән хошлашқан?
"Түрки тиллар дивани" ниң кириш сөзидики: "(Түрки тиллар дивани) ниң пүткән вақтиға қарап, Мәһмуд Қәшқәрини 10 әсирниң 80-йиллирида вапат болған дәп тәхмин қилиш мумкин" дегән сөзниң дурус болмиған тәрәплири бар:
  • 1) "Түрки тилар дивани" һиҗирийә 464 - 469 йиллар (миладийә 1072 - 1077 - йиллар)ғичә йезилған. Шу сәвәбдин "Түрки тиллар дивани" ни хәлипә Муқтәди Биәмруллаға тәқдим қилған вақитниму түзитишкә тоғра килиду.
  • 2) Салҗуқийлар султани Мәликшаһ билән хәлипә Муқтәди Биәмрулла қейната - күйоғол (дада - бала) болушқандин кейин, Мәһмут Қәшқәри миладийә 1087 - йилидин кейин "Түрки тиллар дивани" ни хәлипгә тәқдим қилған.
  • 3) Мәһмут Қәшқәри өмриниң ахирлишиватқанлиқини әскәртип, "Бу китаб өмрүмни ахириға йәткүзди", "Биликим күчәнди, Илим-Һекмәт һәққидә нурғун нәрсиләр йазғиним үчүн у зоруқти; әнди Илим - Һекмәттә мурадим йеқинлашти, көксүмдә илим - һекмәт булақлри ечилди , заман мени мушу йәргә йәткүзгәндә , өмрүмму ахирлишиватиду" дегән .
  • Мәһмут Қәшқәри "Илим-Һекмәт" тин ибарәт мәқсәт түгүнини муһим орунға қойуп, "Илим - Һекәт" сөзини үч қетим тәкрарлиған. Бундақ тәкрарлаш мәқсәт түгүнини техиму йуқури пәллигә көтүргән, пикрини техиму рошәнләштүргән.
    Мәсилән: "Түрүкләрниң әң сөзмәнлиридин, пикирни әң рошән байан қилалайдиғанлиридин, әң зерәклиридин" саналған Мәһмут Қәшқәри 15 йил ичидә Түрки қәбилә-уруқлар орунлашқан бипайан "Шәһәр вә сәһраларни баштин-айақ кезип", "Һәр бириниң тили" ни "Пухта рәтләп, обдан тәртипкә селип", "Илим - Һекмәт һәққидә нурғун нәрсләрни йазғини" үчүн билиги күчәнгән, зоруққан. - Бу биринчи "Илим - Һекмәт" байани.
    "Әбәдй йадикарлиқ вә пүтмәс-түгмәс бир байлиқ болуп қалсун дәп, улуғ Тәңригә сеғинип, бу китабни түзүп "чиққанлиқтин" Илим-Һекмәттә муради йеқинлашқан",- бу иккинчи "Илим - Һекмәт" байани.
    Түрк, Түркмән, Оғуз, Чигил, Йағма, Қирғиз қәбиллириниң сөзлирни хатирләп чиқип, улардин пайдиландим, шуниң билән бу қәбилиләрниң һәр бириниң тили мениң дилимға наһайити йахши орунлашти" (Түрки тиллар дивани: 1- том 15-бәт). Нәтиҗидә алим "Көксидики Илим - Һекмәт булақлириму ечилған", иҗадийәттә мувәппәқийәт қазинип, тилки ишқа ашқан,- мана бу үчинчи "Илим - Һекмәт" байани.
    Йуқирқи 3 қетимлиқ "Илим - Һекмәт" тин кейин, "Өмрүмму ахирлишиватиду" дәп пушқунған. Буниңдин алим йашинип қапту, дегән қарашқа келимиз.
    Йүсүп Хас Һаҗип :
    "Әгәр толса атмишқа адәм йеши ,
    Кетип зәвқ , униң йази болур қиши"
    - дәп тоғра ейтқан.
    Мениңчә, Мәһмут Қәшқәри султан Мәликишаһ сәлтәнти (миладийә 1072-1093 йили), ахирлишиш мәзгилидә Бағдад шәһридин соқақ(йипәк) йоли арқилиқ Қәшқәргә қайтип келип "сәккиз йилдин кейин 97йешида аләмдин өткән" вә ана йурти Опалға дәпнә қилинған.
    Келиш мәнбиси :
    "Түрки тиллар дивани" дики "Уйғур мәдәнийидин тәрмиләр" намлиқ китабтин елинди

    Мәһмут Қәшқири сизған хәритә...

    Правка: Эмерен
    ***
    
    
    
     
     

    Copyright ©  2004 -2008 Emeren All Rights Reserved.    

      
    Hosted by uCoz