Hosted by uCoz
САЙТ СТРАННИКА

Гостевая книга

hamrajan-aka

Chat-Chayxane

Счётчик MyCounter


                               


©
Iltebir
Һедайәтнамә

Өмүр мәнзилидин тинмай излидим мән һәқиқәтни,
Тәпәккур болди бир һади тепишта чин һидайәтни,
Тиләп һәр сөзгә бай мәна йәнә жанлиқ пасаһәтни,
Дилим истәйитти изһарғә һәмишә мәқбул пурсәтни.
Килиң әй достлирим әмди хушал башлайли сөһбәтни.

Сөзумниң баши бсм аллһ бу мөминлик вәзипәмдур,
Сана ю һәмдиләр ейтсам тумән миңни йәнә кәмдур,
Қуруқ , тузсиз ибадәттин әмәл әвзәл, әқидәмдур,
Бу дәвайимға борһаним мушу язмиш қәсидәмдур.
Тиләймән рәббим аллөһтин қулумға куч вә қуввәтни,

Тәәжуп әйлишәр бәлким биравләр буқәсидәмдин.
Әжәпләнмәс иди ичсә әгәр бир қәтрә чәшмәмдин.
Езиқтим мәнму бир чағлар нагаһ тәврәп әқидәмдин,
Шүкриким рәһнамә тапти куңүл султани тәвбәмдин.
Илаһа әйлигил мәңгү, маңа бу бәхту-амәтни.

Туғулғач икки мөминдин үтуп әлликтә сәккиз йил,
Йәкүнләш саити йәтти өмурни әмди әстайидил.
Нәзәр салсам бесип өткән юлумға болмайин ғапил,
Ақур көз яшлирим гоя булуп Иртиш вә яки Нил.
Жаһанда чәкмигәй һечким мениңдәк көп наданәтни.

Сәһәрдә һәмдиләр ейтар учар қушларму һәр дәмдә,
Нимишқа болмисун бир һис тирик пәрзәнти адәмдә.
Ваһаләнки ада болмай һисапсиз қәриз бу зиммәмдә,
Һаман қайнайду һәсрәтлик пушайманлар бу қәлбимдә,
Өмурни зайә қилмаңлар елип мәндин бу ибрәтни.

Баһар ямғурлири һәртаң юяр һәм яшнитар тағни,
Ериқлар бирлә кәлгән суму һәтта гүллитәр бағни.
Муйәссәр қилса мәқсидим муратқа йолни ачмақни,
Еритсә һеч әжәпмәским көзүмниң яшлири дағни.
Ата қилса Илаһим хәзинәсидин қәтрә рәһмәтни.

Сиратәл мустәқим тапмақ әгәр болса нәсибәмдә.
Надамәт дағлири қалмас иди мәһзун бу синәмдә,
Өмүдүм бир беқип иқбал күлүп тәләй пишанәмдә.
Жараңлап кәтсә қәлбимниң садаси бу қәсидәмдә.
Нисип әйләп яратқан зат маңа бәхту- саадәтни.

Хиялим деңизи тинмай чайқилип һәмишә қайнақ,
Кичиләр аз юмуп көзни вә гаһи таңғичә ойғақ.
Қулум йәтмәйдиған шахқа есилдим шунчилик муштақ,
Илаһим өзи яр болғай өмүдүмгә йәнә жиқрақ.
Асан әйләп бу мәнзилдә маңа учрар мушақәтни.

Пикир дәрясиғә қанчә тирән чөмгәнсири һәр түн,
Көңүлниң кирлири шунчә ююлди, тарқиди әпсун.
Һаятим гәрчә пушманлиқ дилимдур нативан мәһзун,
Вә лекин жан китабиғә қушулди тумән миң мәзмун.
Йиқин кәлтурмә и Рәббим! көңүлгә әмди ғәпләтни.

Тәпәккур көз билән бақса киши аләмгә бир мәррә.
Әмәстур хали һикмәттин вә һәттаки һәсәл һәрә.
Адимизат юксилип гәрчә атомдин тапти мол зәррә,
Вә лекин бипаян сир деңизидин бу техи азғинә қәтрә.
Илаһа қил кәрәм көпрәк биләйли сиру-һикмәтни.

Билип йәткәнсири инсан хәзинәң сирини көпрәк,
Көңүл рушәнлишип андин тонур өз затини хопрақ.
Мисал: қариғу ничук билсун, қуяш қандағу ай қандақ,
Билур әмма гүдәк һәтта ничүкдур гүл ничүк япрақ.
Димәкки мәрипәттин жан тапур әқли -парасәтни.

Түмән миң йил давамида өтүп сансиз ақил - даниш,
Һаят сирини билмәкни қилишти арзу һәм хаһиш.
Биравләр қилсиму күчәп худасизлиқни пәрмайиш,
Вә лекин әксири мутләқ елип мәйданда әзмайиш.
Ахири етирап қилди улуғ бир роһи қудрәтни.

Мисал: бир қәтридин адәм бина болғанни ойлапбақ,
Ана қарнида бу жайға һава болғанни ойлөп бақ.
Туғулмақ саити йәтсә ана болғанни ойлөп бақ,
Бу мүшкүлгә нә қанун пана болғанни ойлөп бақ.
Шу чағда тапқуси қәлбиң бирәр мәнтиқи-пикрәтни.

Бүгүн пән йүксилип шунчә қилур пәрвазини әркин,
Вә һәтта ай вә юлтузда йәр оғли ятқуси ялқин.
Буңа әвлади адимизат уқур миң мәдһийә тәлқин,
Лекин адәм бина қилмақ бу адәмгә ничүк мумкин.
Яратқан Тәңридин башқа киши тапмас бу қудрәтни.

Нимишқа аяғ икки, көз икки, еғиз бирдур,
Йәнә көзләргә қаш кирпик бина қилған қайси тәһрирдур.
Нимишқа миң киши чиһри йәнә миң хилда тәсвирдур,
Қени ейтиңчу? Бу сирға ничүк сөз тоғра тәбир дур.
Тәпәккур ачқуси кәң йол чүшәнмәккә бу сүрәтни.

Үлүмни ойлиса һәр ким билур өз затини андин,
Туғулмақ сөңрә өлмәглик аяндур һәммигә айдин.
Лекин нәдә, қачан, қандақ үлүшни ким билур алдин,
Ечилмас сир булуп кәлди бу мавзу дәври - дәврандин.
Һәмишә йиғсиму дуня бу сирға һәммә диққәтни.

Үлүмгә бир дәва изләп жаһандин кәтти көп дәна,
Вә лекин тапмиди һечким бу иштин зәрричә мәна.
Аристо яки Лоқмандәк һәкимләрму бимустәсна,
Дийишти ахири мутләқ улуғ қудрәткә амәнна.
Димәк мөмин әмәс бузмақ бу қануни зөрүрәтни.

Қуяш,ай вә юлтузлар сама сәйир итип һәр күн,
Муәййән йол вә тәртиптә хатасиз дәвир итәр һәр күн.
Буңа һаким икән мутләқ әжәп бир мунтәзим қанун,
Бу чәксиз каинат тапмиш әшу хилда тола мәзмун.
Юруп нурланъғуси қәлбиң чүшәнъгәнчә буһаләтни.

Вә бәлки бәзиләр ейтар түзәлмәклик тәбиәттур,
Вәһаләнки тәбиәт һәм әжәп бир хилда һәйъәттур.
Бу аләм сирлири бизгә һунун бир яхши ибирәттур,
Шеғил таш һәр заман таштур, зумрәтләр - зумрәттур.
Тәпәккур ташқини йүтсун көрәң батил - жаһалтни.

Мисал :пән - һүнәр әсири қуруп һикмәт дуканини,
Яратти иптихарлиқ буму ижазәтләр заманини.
Йәнә һәм ашқусии көпләп бүйүк һиммәт даванини,
Лекин адәм түгүл һәтта униң бир қәтрә қанини.
Ясалмас һәр ничүк алим қилип тәқлид бу қудрәтни.

Һаятлиқ сириға тәкрар тухумни кәлтүрәй бурһан,
Тухусиз алур һәр ким тухّумдин чүжини асан.
Әгәрчә йәнә миң һәссә тәрәққи қилсиму дәвран,
Тухумниң өзини лекин ясалмас бәлки бу инсан.
Димәк мәхлуқ һаман мәхлуқ билур халиқла хәлқәтни.

Нәзәр салсақ әгәр буғдай вә яки башқа бир данъға,
Терип өстүрмисә диһқан һусул толмайду хаманъға.
Әгәрчә дан ясаш мумкин булуп қалсиди инсанъға,
Завутларда ясап һәр күн пули тохтайтти әрзанъға.
Димәк мәхлуқ әмәс қадир яратмаққа тәбиәтни.

Һаятлиқ сирлири шундақ ажайип кәңри дунядур,
Билип йәткәнимиз тамчә, әгәр у бәһри дәрядур.
Кимки мәвжудат затән улуғ һикмәтләр әһядур,
Ки тупрақ болмиди кимя мәгәр болса у хулядур.
Һаят қануни һәрдәмдә қилур тәкрар бу ибирәтни.

Мисални йәнә йүз - йүзләп тепиш мүшкүл әмәс һәр ан
Вә лекин һәммидин әла улуғ мөжизә дур Қуръан.
Хусусән болса тәпсири < سۈرە رەھمان.>
"Сүрә Рәһман"(прим.Эмерен Амрақ)
Купайә қилмиса кашки ашунчә < ما تۇكەززىبان.>
"Ма түкәззибан"(прим.Эмерен Амрақ)
Қулуплуқ болмиса қәлбиң қубул әйләр бу нимәтни.

Тулуқ он төт әсир өтти нәқишләр болмиди садир,
Нимики дисә Қуръанда бүгүн дуняда шу заһир.
Буниңдәк мөжизә ишигә ничүк мәхлуқ болур қадир,
Униң тәрипигә сөзни тапур қайдин әдип, шаир.
Нисип қилмайдикән Тәңри әгәртилға балағәтни.

Үтүп бир миңда төт йүз йил һавадисиләр билән бир-бир,
Бирәр иш қалмиди шәклән вә мәнән болмиғай тәғйир.
Биравлар қәсит билән Қуръан бети қилсиму тәһрир,
Лекин өзгәрмиди бир һәрип, бирәр сакин яки зир.
Чүшәнмәк нә мүшкүлдур бу мөжизә - карамәтни.

Пүтүн өмридә я мәктәп я устаз көрмигән бир зат,
Уқуп бир күн < >ни һәйһат.
Тепип Қуддуси Қудрәтниң улуғ әнваридин иршат,
Нәбувәт әсириниң шанлиқ туғини әйлисә бу ният.
Ничүкму итирап қилмас әқил мундақ һәқиқәтни.

Уқуп көрсәк бу тарихни әжәп бир әсри һикмәттур,
Мубарәк тәржимәһали тамами пәзли - хисләттур.
Рәқипләр итирапиму буңа әлвәттә һөжжәттур,
Бу затниң исми шәрипи Рәсул Әкрәм Муһәммәддур.
Яратти мәңгү өлмәс бир улуғ әсри саадәтни.

Нәбувәт таңи атмаста әрәпнииң һалини әсләң,
Жаһаләт дәстидин әлниң аянич әһвалини әсләң.
Залаләт һәм рәзилликниң явуз имсалини әсләң,
Мисал : бир қиз туғулса гәр зәбун иқбалини әсләң.
Йимирди нәбуввәтла әрәптин барчә зулмәтни.

Вәһини бәзиләр илһам дийишти бир заман һөкмән,
Вәһаләнки улуғ Қуръан әмәстур қиссә йә роман.
Уни илһам билән ижад қилишқа болса гәр имкан,
Нимишқа язмиди бир ким йәнә иккинжи бир Қуръан.
Ничүкму итирап қилмас киши мундақ һәқиқәтни.

Биравлар қилдиләр дәва, нәбилик үстидә һәтта,
Тепип миң һелә -нәйрәңләр, өзини көрситип тәқва.
Йезип айәткә тәқлидләр, вә һәтта қилсиму ғәвға.
Жаһандин кәттләр ликин, болуп аләмгә миң рәсва.
Тапалмас чүнки батиллиқ, һәқиқи шану-шөһрәтни.

Буларниң һәммиси жанлиқ улуқ мөжизә әлвәттә,
Йәнә қандақ дәлил лазим баян қилмаққа бу һәқтә.
Әқил саһиплири жандин өтәр тәстиқ, қанаәттә,
Әгәрчә яқ дисә бәзи мухалиплар жаһаләттә.
Өзигә рәһнамә қилсун әдил, мәрданә пикрәтни.

Хатимә.
Баян қилғанлирим гәрчә деңиздин тамчидур әмма,
Намайәндур қояш әкси бир тамчә судиму һәтта.
Қәсидәм әлгә йәткүзсә һедайәттин бирәр мәна,
Мукапат шу иди мәнчүн, әмәсмән өзгигә тәшна.
Көчәтни тиккүчи мәйли көрәлмәй өтсә раһәтни.

Әқидәм һәққә бағланған, бу йолда әтимадим бар,
Шүкриким, һәқ ата қилған ирадә, етиқадим бар.
Әқидә саһиби болғач дилимда пәхру – ядим бар,
Димәймән мунчә густаһлиқ, қилишқа нимә һәддим бар.
Писәнит қилмас көңүл чүнки қуруқ тәнә -маламәтни.

Жаһан бақи әмәс, лоқман чеғида тапмиди дәрман,
Мисалдур Роми Искәндәр, вә һәтта вәһши Чиңгизхан.
Келип -кәтмәк билән мәшғул, жаһанға биһесап карван,
Өтәр дуня, кечәр дуня, пәқәт һәқла сүрәр дәвран.
Өмүр мәнзилидә таптим ниһайәт шу һәқиқәтни.


Абдуреһим Өткүр.
Баһар болди пүтүн дуня йүзидә илмилик әлгә,
Ишәнгән һәм чүшәнгән әмәлдә ишлигәнләргә.
Қулақ салмай улуқ Тәңрим сөзигә әмәл қилмай,
Қуруқ дәвада болғанлар тойунмас бир қонақ нангә.
Бөйүк Ислам үгәткән бизгә билмәк һәм тиришмақни.
Чақирған үстүн болмаққа, игилмәй әжнәби ханъгә.

Улуқ Тәңрим ечилдурсаң дилим бағида гүл - әтрә,
Темитсаң рәһметиң дәрясидин қәлбимгә бир қәтрә.
Өчүрсәң чоң -кичик қилмишлирим қилмай мени рәсва,
Қиямәт дәштидә япсаң, гунаһим әйлисәң сәтрә.
Һаятим дуняда қурбаниң, гәр өлсәм мәқсидим ризван,
Рәсулуллаһ йоличүн өмрүм барини әйлисәм нәзрә.

كۆكلەي دىسەڭ ئۇيغۇرۇم سۇ بولايمۇ يىلتىزمۇ؟
***

                                   Из

 (Шу намлиқ тарихий роман муқәдимиси)

 

Яш едуқ узун сәпәргә атлинип чиққанда биз,

Әмди атқа мингүдәк боп қалди әйнә нәвримиз.

 

Аз едуқ мүшкүл сәпәргә атлинип чиққанда биз,

Әмди чоң карван аталдуқ қалдуруп чөлләрдә из.

 

Қалди из чөлләр ара, гаһи даванларда йәнә,

Қалди ни - ни арсланлар дәштә чөлдә қәбирсиз.

 

Қәбирсиз қалди демәң, жулғун қизарған далада,

Гүл-чечәккә пүркинур таңла баһарда қәбримиз.

 

Қалди из, қалди мәнзил, қалди узақта һәммиси,

Чиқса боран, көчсә қумлар һәм көмүлмәс изимиз.

 

Тохтимас карван йолидин гөрчә атлар бәк оруқ,

Тапқуси һеч болмиса, бу изни бир күн нәвримиз, йә әвримиз.

                                  

 

1972-жил, 10-июнь, Үрүмчи.

 

Правка: Эмерен
***

 
 

Copyright ©  2004 -2008 Emeren All Rights Reserved.    

  
Hosted by uCoz