Hosted by uCoz
САЙТ СТРАННИКА
Гостевая книга


Тексты мукамов
  • - Рак
  • - Чәпбаят
  • - Мушаврәк
  • - Чаригаһ
  • - Пәнжигаһ
  • - Өзъһал
  • - Әжәм
  • - Ошшақ
  • - Баят
  • - Нава
  • - Сигаһ
  • - Ирақ


  • Chat-Chayxane

    Счётчик MyCounter


      Цитата:
            «Мукамы» – это одно из музыкальных явлений тех национальностей, главный способ производства которых основан на земледелии в оазисах. Кроме СУАР КНР (Восточный Туркестан) в еще более 20 странах также существует различные «мукамы». Однако диапазон «мукамов» Синьцзяна наиболее широкий, они более продолжительны и богаче по форме.
            Существует ли во всем мире концерт, для завершения которого понадобятся сутки? В «двенадцать мукамов» Синьцзяна 360 напевов, более 4 000 строк текста. Для их полного исполнения необходимо 24 часа.
            «Мукамы» – это свидетельство культурных обменов между Востоком и Западом. Исторически в Синьцзяне, расположенном на Шелковом пути, произошло сближение восточной и западной культур. В ходе своего развития «мукамы», возникшие у различных народов в результате взаимодействия культур, создали изумительную величественную картину. Корреспондент посмотрел исполнение народных «мукамов»: сцена расположена в тени евразийских тополей, повсюду безбрежное песчаное море Такла-Макан. Десятки актеров, буквально забывшие обо всем на свете, громко поют – это исполнение, в котором весь организм человека концентрируется на голосовых связках. Музыкальные инструменты – сатар, дутар, жаках, сурнай, тамбур – издают исключительно высокие и повторяющиеся звуки. Если вы стоите на месте, то почувствуете, что воздух как будто резко задрожал.
    Tracklist:
    1. Rak Muqami
    2. Chebbayat
    3. Segah
    4. Chehargah
    5. Penjgah
    6. Üzhal
    7. Ejem
    8. Ushshaq
    9. Bayat
    10. Nawa
    11. Mushawrek
    12. Iraq
           Uploader:© Tmadi
                                 

    12 Муқам намлириниң мәниси вә тарихи ..


    Он икки муқам иккинчи түри : алаһидә түскә игә йәрлик муқам --
    Қумул мәшрәп муқами үчинчи түри : алаһидә түскә игә йәрлик муқам --
    Долан мәшрәп муқами төтинчи түри : алаһидә түскә игә йәрлик муқам --
    Турпан мәшрәп муқами бәшинчи түри : алаһидә түскә игә йәрлик муқам --
    Куча чоң нәғмилири төвәндә биз он икки муқам билән тонушуп чиқайли :

           1. Рак муқами 24 нәғмә чоң нәғмиси 13, дастан қисми 8, мәшрипи 3 рак -- бу уйғур муқамлириниң биринчисиниң нами. У әслидә сансиикритчә сөз болуп, униң мәниси аһаң , күй дегәндин ибарәт. Бу сөз һазирму сериланкилиқ буддистларниң тилида күй, аһаң дегән мәнини ипадиләйдикән. Бу аталғуниң тилимизгә сиңип кириши вә уйғур килассик күйлириниң нами болуп қелиши һәммидин аввал қәдимий хотән (удун) тили вә будда дининиң тәсири билән бағлиқ болуп , вақти милади II- әсирләргә тоғра келиши мүмкин . Әнә шуниңдин башлап рак сөзи һазирқи шинжаңда яшиғучи һәр қайси хәлқләрниң тилида һәм аһаң, күй дегән мәнигә игә болғанлиқини һәм удун вә күсән күйлири асасида шәкилләнъгән һазирқи муқам типидики бирәр күйниң нами болуп қалғанлиқини пәрәз қилиш тамамән мүмкин. Чүнки, уйғур муқамлири қайта рәтләнъгән, әрәб - парс тәсири бир қәдәр күчлүк болған ХVII- әсирдә, рак дегән сансикритчә сөзниң әйни пети бир муқам нами сүпитидә қобул қилинъғанлиқи юқурқи әһвални испатлайду . Бу уйғур муқамлири шәкиллинишниң әң қәдимки тарихий дәврни испатлап көрситишниң тил жәһәттики бир дәлили болалайду.
           2. Чәпбаят муқами 24 нәғмә чоң нәғмиси 12, дастан қисми 8, мәшрипи 3 чәпбаят -- чәпбаят, баят дегән намлар сансикритчиму, парисчиму әмәс бәлки қәдимки уйғур тилидур. Уйғурчә сөз болғандиму, башқилар өз мақалисидә баян қилғинидәк, қәбилә вә қәбилә тармақлириниң намиму әмәс. Баят -- қәдимки уйғур тилида худа , тәңри дегән мәнини билдүриду . Чәпбаят аталғуси баят билән бағлиқ , бу әслидә чап -- қудрәтлик, алий дегән мәниләрни билдүридиған қәдимки уйғурчә сөз билән баят дегән сөзниң бирикишидин һасил болған. Йәни чап + баят = чапбаят -- улуғ худа дегән мәнини билдүриду. Бу тоғрилиқ уйғур тарихидики бәзи ишлар мунасивәтлик йәни уйғурларниң етник мәнбәси билән бағлиқ икән ~ әсли бу тоғрилиқ тәпсилий йезип йоллиғум бар иди, әпсус вақтим қис болуп қалди. Кейинчә толуқлап йоллаш үчүн тиришимән.
           3. Мушаврәк муқами 31 нәғмә чоң нәғмиси 17, дастан қисми 8, мәшрипи 6 мушавирәк муқаминиң нами биръаз мурәккәп, бундақ нам парс вә оттура асия хәлқлириниң муқамлири, килассик күйләрниң намида йоқ. Буму шинжаңға, уйғурларға хас исимдур. Мушаврәк сөзини муш + аб + рак дегән қисимларға бөлүшкә болиду . Бу тәркибләр ичидики муш сөзи парсчидики нуш (ичиш) ниң еғиз тилидики өзгәргән шәкли болуши еһтималға интайин йеқин . Рәк -- рак сөзи болуп юқурқи сансикритчә күй дегәнләрдин ибарәт . Әгәр шундақ болса мушаврәк аталғуси нуш+аб+рак тәркиблиридин тәшкил тапқан шарап ичиш күйи дегән мәнини билдүриду.




           4. Чаригаһ муқами 29 нәғмә чоң нәғмиси 9, дастан қисми 6, мәшрипи 3 уйғур муқамлири намидики гаһ билән ясалған сөзләр кишиниң диққитини тартиду. Гаһ сөзиниң парсчә санлар билән бирикип кәлгинигә қарап, бу, муқамларниң рәт - номурини билдүрсә керәк ~ дегән пәрәзләрму болғаникән . Шуңа чаргаһ 4 - орун мәнисини билдүрүп төтинчи рәткә тизилған , пәнжигаһ 5 - орун мәнисини билдүрүп муқамлар ичидә бәшинчи қилип рәткә тизилған. Лекин сигаһ муқамиға кәлгәндә болса, бу қаъидигә әмәл қилинмиған. Сигаһ 3 - орун мәнисидә болуп, муқамлар ичидә үчинчи орунни бәлгилисиму әмилийәттә 11 - орунъға тизилған. Парсчидики гаһ сөзи орун, жай, вақит, дәрижә дегән мәниләрни билдүргәндин башқа йәнә музикиға хас болған аваз орни 音调 ниму билдүридикән. Бу һәқтә тәварихий мусқиюн намлиқ әсәрдә азрақ тохталған.


           5. Пәнжигаһ муқами 28 нәғмә чоң нәғмиси 17, дастан қисми 6, мәшрипи 6 юқурида ейтилғинидәк пәнжигаһ муқамидики пәниж -- бәш дегән парсчә санларниң муқамларниң рәт номурини билдүридиғанлиқинидин бишарәт бериду. Йәни парсчидики пәнж -- сөзи бәш дегәнни билдүридикән. Шуңа пәнжигаһ муқами муқамлар ичидә бәшинчи орунъға тизилғаникән.


           6. Өзъһал муқами 28 нәғмә чоң нәғмиси 16, дастан қисми 6, мәшрипи 6 өзъһал муқам нами қәдимки нам болуп һесаблиниду. Бу муқамниң намини икки хил чүшиниш мүмкинкән . Бу нам муқам текистлиридә өзхал дәп берилгән .Тәпсилати тәварихий мусиқиюн да аозхал сөзини өзъһал дәп тирансикиписийә қилған. Һазирқи тәләппуздики өзъһал, узъһал дәп ейтиливатиду. Икки хил әһвалда бу аталғуниң ипадиләйдиған мәнисиму охшимайду. Лекин етмологийә жәһәттә уйғурчә уз яки өз сөзи билән әрәб - парсчидики хал - һал сөзиниң бирикишидин һасил болған. Өз болғанда - өз әһвали, шәхсий һал - муңи мәнилирини билдүрсә, иккинчи әһвалда йәни узъһал болғанда гүзәл һаләтләр, узкәйпиятлар дегән мәнини билдүриду. Йәнә бир тәрәптин, тилимиз тарихидин қарисақму ~ һал дегән сөз чиңгизхан һәрбий йүрүшлиридин кейин пәйда болған чағитай тили билән бағлиқ болмиған һалда, онинчи, онбиринчи әсирләрдила, тилимизға сиңип киргәникән.


           7. Әжәм муқами 17 нәғмә чоң нәғмиси 6, дастан қисми 8, мәшрипи 3 һәрқайси хәлқләрниң йүрүшләшкән муқамлириниң нами бәзи музика қаъидилири вә әнъәниви адәт бойичә қоюлуп қалғанлиқини, уларниң бир хил музика - күйләрни ипадилимәйдиғанлиқини көрситиду .Әжәм (парс, әрәбләрдин башқа хәлқләр) ирақ дегән намларму юқуриға охшаш. Жай намлири вә шу жайға беғишланъған яки шу жайға аъит килассик күйләрниң нами болуп, кейинчә, әнъәниви тил бойичә уйғур муқамлириниң нами сүпитидә өзлишип қалғанлиқи музика - күй әнъәнисиниң вә тил тәрәққиятиниң басқучлириға уйғун келиду.


           8. Ошшақ муқами 23 нәғмә чоң нәғмиси 14, дастан қисми 6, мәшрипи 3 нава, ошшақ дегән намлар әслидә ХV, ХVII әсирләрдә оттура асияда яшиғучи хәлқләр тилида аввал парс тилида, кейин чағитай тилида мәлум лирик килассик күйләрниң нами болған; Чүнки әйни дәврдә килассик күйләрму муқам нами билән аталған . Кейинчә һәрқайси хәлқләрниң музика тәрәққиятида йүрүшләшкән муқамлар барлиққа кәлгәндә, бәзи хәлқләр буни йүрүшләшкән муқам нами сүпитидә қобул қилған, бәзилири болса йүрүшләшкән муқам тәркибидики мәлум күй - музикиниң нами сүпитидә қобул қилинъған.


           9. Баят муқами 19 нәғмә чоң нәғмиси 10, дастан қисми 8, мәшрипи 3 баят -- қәдимки уйғур тилида худа, тәңри дегән мәнини билдүриду.


    10. Нава муқами 21 нәғмә чоң нәғмиси 12, дастан қисми 6, мәшрипи 3 нава, ошшақ дегән намлар әслидә ХV, ХVII әсирләрдә оттура асияда яшиғучи хәлқләр тилида аввал парс тилида, кейин чағитай тилида мәлум лирик килассик күйләрниң нами болған; Чүнки әйни дәврдә килассик күйләрму муқам нами билән аталған . Кейинчә һәрқайси хәлқләрниң музика тәрәққиятида йүрүшләшкән муқамлар барлиққа кәлгәндә, бәзи хәлқләр буни йүрүшләшкән муқам нами сүпитидә қобул қилған, бәзилири болса йүрүшләшкән муқам тәркибидики мәлум күй - музикиниң нами сүпитидә қобул қилинъған. Бәзи матириялларда нава муқамини нәвайи ижад қилған дейилидикән. Буниңдики сәвәб бу муқамда нәвайиниң шеъирлири болғанлиқи үчүн болушиму мүмкин я болмиса башқичә сәвәблири болуши мүмкин, буни йәнила билидиғанлар ейтип бақсун.


           11. Сигаһ муқами 17 нәғмә чоң нәғмиси 12, дастан қисми 6, мәшрипи 3 сигаһ муқами тоғрилиқ юқурида азрақ тохталған .


           12. Ирақ муқами 8 нәғмә чоң нәғмиси 6, дастан қисми 6, мәшрипи


           Мәнбә:12 Муқам дәстури

    
    
    
      Сайт редактируется... Отзывы и пожелания пишите в гостевую книгу...
     

    Copyright ©  2004 -2008 Emeren - Амрақ All Rights Reserved.    

      
    Hosted by uCoz