Bash betke qaytish, на главную страницу




  

  

  

  

  

  

  

  

  

  

  

  

  

  

 

 

  

Бәһри (Behri)

Мавзу: Әхмәтжан Қасими



( Сөз беши орнида )

Әссаламу әләйкум, әзиз тордашлар!

Көплигән уйғур тор бекәтлиридә "мәшһурлиримиз" яки ярихқа мунасивәтлик башқа сәһипиләр ечилип, уйғур тарихидики мәшһур шәхсләр тонуштурулған. Мән тәпсили көрүп чиққандин кейин, уйғур хәлқиниң сөйүмлүк рәһбири, һәқиқи инқлабчи, мөрити кәлсә өзиниң қеп-қизил қени вә иссиқ женини пида қилған, хәлқ қәлбиниң төридин чоңқур орун алған, бүйүк намайәндә - әхмәтжан қасими һәққидә йезилмай қалғанлиқини байқап қалдим. Бу һәқтә хели күнләр жидди издәндим, нурғун материялларни ахтурдум... Ахири ғулжида өткән атақлиқ тарихчи мәрһум Тейипжан Һади ака (ятқан йери жәннәттә болғай!) ниң "Хәлқимизниң сөйүмлүк рәһбири Әхмәтжан Қасими" намлиқ әмгигидә, Әхмәтжан Қасими жанаплириниң һаяти вә паалийәтлири толуқ һәм әтраплиқ йорутулғанлиқини һис қилдим. Дәсләп қисқартип, ихчамлап йоллашни ойлашқанидим. Бирақ йәнила әслигә садиқ болушни, бир қанчә бөләккә бөлүп болсиму, тәпсилирәк болушиниң зөрурлигини лайиқ таптим.
(Бәзи сөз-аталғулар өзгәртилди).
Бу тәржимһални башқа тор бекәтлири көчүрүп ишләтсә, әлвәттә болиду. Шундақтиму бизниң әмгилимизни қәдирләп, әскәртип қоюшини төвәнчилик билән өтүнимән!
Иһтирам билән: Назими.

"Ана йуртуң аман болса, рәңги-ройуң саман болмас!"
-( Әждатлар сөзи )


Әсли автор - Тейипжан Һади
Уйғур хәлқиниң мунәввәр пәрзәнти, үч вилайәт инқилабиниң данишмән тәдбирчиси, шинжаңдики һәр милләт хәлқиниң сөйүмлүк рәһбири Әхмәтжан Қасими 1914-йили қишта, Ғулжа шәһириниң тоғра көврүк мәһәллисидә дуняға кәлди. Униң дадиси Надир ахун ака моздуз еди. 1919-йили улар аилиси бойичә Ғулжидин Сүйдүңдики туққанлириниң йениға көчүп барди. Надир ака хели нами бар уста сазәндә һәм нахшичи болғачқа, жамаәтчилик билән тезла арилишип, көпчиликниң һөрмитигә егә болиду. Әпсуски Надир ака 1920-йили вақитсиз вапат болиду. Бу чағда Әхмәтжан 6 яшта еди. Бу бәхтсизликтин хәвәр тапқан Қасим ака (Әхмәтжанниң аниси Шәрваниханниң дадиси) Шәрванихан ана билән Әхмәтжанни өз йениға көчүрүп елип кетиду, һәмдә Әхмәтжанни өз илкидә тәрбийләп, диний мәктәпкә берип оқутиду. Шу пәйттә Әхмәтжанниң (Совет) Яркәнттики тағиси Мәнсур Болус ( Шәрваниханниң иниси) адәм әвәтип ана-бала иккилисини чеграниң у йеқиға елип кетиду. Әхмәтжан дәсләп Яркәнтики йитимлар мәктипидә, кейин Алмутиға йөткилип, дарлитамда дөләт тәминати билән оқуйду вә мәктәпни әла пүттүргәнлики үчүн, Ташкәнткә әвәтилиду. Ташкәнттә йолуқ оттура мәктәпни пүттүргәндин кейин оқутқучиларни йетүштүрүш қисқа муддәтлик курста оқуп, Қазан шәһиридики Ленин намидики Дөләт Университетқа таллинип, дәсләп тил-әдәбият факултети, кейин сиясий-иқтисад факултетида оқуйду. Университетни пүтүрүп, Ташкәнтики оттура азия дөләт Университети тил факултетиниң инспектори болуп ишләйду. 1938-йили бу Университетниң тарих факултет мудири болуп ишләйду. 1939 -йили өзиниң тәлипи бойичә Намәнгәнгә берип оттура техникомда оқутқучи болуп ишләйду. 1940-йили Әхмәтжан Қасими Шинжаңдики уруқ-туғқанлири билән хәт арқилиқ алақилишип, вәтәнгә қайтип келишни қаттиқ арзу қилиду. 1941-йили 8- айларда, Чөчәк чигарисидин өтүп, Ғулжиға қайтип келиду. Бир қанчә вақит кичик дадиси Насирахунниң өйидә туруп әйнәкчилик қилип йүргәндин кейин, Ғулжидики баш сақчи идариси тәрипидин "гуманлиқ адәм" дейилип, 1942-йили қолға елинип Үрүмчигә әвәтилиду. У 4- түрмидә Нәмәт Хәлпәт (Турпанлиқ), Абдулла һажим, Мәтнияз байвәччә ..., қатарлиқлар билән биргә ятиду. 1944-Йили 10-айниң 4-күни Ву Жуңшин Шинжаңға келип өлкилик һөкүмәтниң рәиси болди. У Шинжаңдики кәскин вәзийәтни юмшитиш һейлисини ишлитип, шеңшисәй тутқун қилип түрмигә ташлиған бигуна мәһбуслардин 700 дин артуқ партийисиз сиясий тутқунни түркүмгә бөлүп түрмидин чиқиришқа башлиди. Шу қатарда Әхмәтжан Қасими қатарлиқларму бошитилип, 1944-йили 10-айниң оттурилирида Ғулжиға қайтуруп келинди.
1 © ULY

Бу вақит, дәл Ғулжида қурулған "азатлиқ тәшкилати" ниң рәһбәрликидә, Кәңсай вә Нилқидики һәр милләт партизанлири Гоминдаң әксийәтчилириниң зулумиға қарши партизанлиқ урушини шиддәт билән елип берип, Гоминдаң әмәлдарлирини "пути көйгән тохудәк" пайпетәк қиливәткән мәзгил еди.
Әхмәтжан Қасими Ғулжиға қайтип келип көп өтмәй, "азатлиқ тәшкилати" ниң орунлаштуриши бойичә Нилқа вә Кәңсай партизанлири 1944-йили 7-ноябрь күни кечидә Ғулжиниң ғәрп тәрипидин кирип, "Алтә шуар" мәһәллиси вә Үчдәрвазларни қолға алди. "Азатлиқ тәшкилати" ниң әзалири һазирқи ташйол баш участикисиниң шәрқи доқмушидики (тижарәтчи Турахунниң жайи) ни вақитлиқ штап қилип ашкара рәһбәрлик қилишқа башлиди. Штап қорусида партизанларниң озуқлиниши үчүн ашхана қурди. Хәлиқ өзлигидин қой-кала, гөш, ун, гүрүшкә охшаш озуқлуқларни тәқдим қилишти. Ашпәзлик һәм қара хизмәт қатарлиқ ишларниму һәр ким өзлигидин талишип қилип йүрүшәтти. Әхмәтжан Қасими мушу ашханиға пидаи болуп кирип, қол-қолиға тәгмәй чепип йүрүп су тошуди, отун йерип очаққа от қалиди, ашпәзләргә ярдәмләшти. Униң жан көйдүрүп ишләватқанлиқини көргән көпчилик: "бу қара бурутлуқ йигит кимду?" дәп қелишиду. 1944-йили 12-ноябрь күни Гоминдаңниң Ғулжидики Силиңбу вә Вали мәһкимиси қозғилаңчилар тәрипидин һужум билән ишхал қилинип, дәрһал вақитлиқ һөкүмәт тәсис қилинди. Гезитхана тезликтә ишқа кириштүрүлүп, һөкүмәтниң орган гезити чиқирлишқа башлиди. Әхмәтжан Қасими гезитханиниң йүгүр-йитим ишлирида алдираш болуштин сирт, "1.илилиқ " тәхәллуси билән мақалиларни йезип елан қилдуруп турди вә русчә хәвәр-мақалиларни тәржимә қилип гезит сәһиписидә елан қилди. Буниң нәтижисидә Әхмәтжан Қасиминиң һәр тәрәплимә қабилийәтлик вә билимлик адәм икәнлиги көрүнүшкә башлиди. Униң бу юксәк истидатини дәсләп байқиған киши, шу чағдики һөкүмәт әзаси, маарип назаритиниң назири һәм һөкүмәт гезитиниң баш муһәррири Һәбиб Юнучи әпәнди ( татар ) болуп, бу киши Әхмәтжан Қасимини һөкүмәт тәшкилигә тонуштурди. 1944-йили 11-айниң ахирлирида Әхмәтжан Қасими гезитханидин мәркизий һөкүмәткә йөткәлди. Униң бу орунға келиши биләнла, һөкүмәт "тәшкилий бөлүм" ни қурди. Бу бөлүмниң башлиқлиқиға " тәңритағ" терә завутиниң егиси Ғәлиәхмәт Сәдри, баш катиплиққа Мирза Камални тәйинлиди. Әхмәтжан Қасими һөкүмәт тәшлилий апаратини лайиһиләш-назарәт қилиш вә башқармиларни тәсис қилиш, тикләш инспектори ( назарәтчиси, тәкшүргүчиси - назиминиң иззаһати ) болуп ишләп, шу чағдики вәзийәтниң әһвалиға яриша иш көрүп, кечилири қонуп ишләп, өзиниң кишини һәйран қалдурарлиқ маһарити вә әқил параситини жари қилдурди. Мәркизий һөкүмәт әзалири назарәтләрни тәшкил қилип, музакиридин өткүзүп тәстиқлаш йиғинида, жүмлидин маарип назарити билән диний назарәтни қурушта, Әхмәтжан Қасими ишләп йоллиған бу икки назарәтни айрим-айрим қуруш лайиһисигә қарита пикирләр көп болуп, ахири һөкүмәт әзаси болмиған Әхмәтжан Қасимини бу йиғинға қатнаштуруп, қарши пикирдикиләр билән көп талаш-тартишлар болиду. Әхмәтжан Қасими бу тоғрида өз чүшәнчисини әтраплиқ иззаһлап, икки назарәтни айрим қуруш пикрини оттурға қойиду, нәтижидә һөкүмәтниң һәммә әзалири қайил болуп, икки назарәт айрим қурулиду. Буниңдин тәсирләнгән мәркизий һөкүмәт рәиси Елихан Төрәм һөкүмәт әзалириға: " Әхмәтжан тоғра ейтиду. Мана бу әқилгә интайин уйғун. Билип қоюңларки, аримизда мундақ гөһәрләрму бар икән әмәсму! " дәп интайин қайил болуп, өзиниң Әхмәтжандин рази боғанлиқини билдүргәниди. 1945-qили 2-айда тәшкилий бөлүм өз вәзиписини түгәтти дәп һесаплинип, Әхмәтжан Қасимини мәркизий һөкүмәт баш катипиниң муавинлиқиға йөткиди. У, бу бөлүмдә асасән русчә материялларни тутуп ишлиди. Униң бу орунда ишләш жәрянида муһим мәсъул хизмәтләрни тутуп ишләш иқтидариниң йүксәк дәрижидә икәнлиuини һәммә бирдәк етирап қилди. 1945-йили 1-айниң 12-күни һөкүнәт әзалириниң 6-санлиқ қарари бойичә, көпчиликниң бир еғиздин қошулуши билән Әхмәтжан Қасимини мәркизий һөкүмәт һәрбий бөлүм башлиқи қилип тәинлиди вә униңға подполковник унванини бәрди. Мушу мәзгилдин башлап, Әхмәтжан Қасими вақитлиқ мәркизий һөкүмәтниң рәис, муавин рәис вә әзалириниң, чоң-кичик һәрбий хадимларниң әң йеқин вә парасәтлик мәслиһәтчилириниң бири, өз даириси бойичә йол-йоруқ көрсәткүчиси болуп қалди. Шуңа һөкүмәтниң муһим ишлирида униң роли алаһидә көрүнүшкә башлиди. Үч вилайәт миллий армийиси тәркивидики әскәр-офицер һәм командирлар илгири һәрбий тәлим-тәрбийә алмиған, қурални мәшқ қилип үгәнмигән, пәқәт уруш жәрянидила әмәлий һәрикәт билән болған; Миллий армийә техи партизанлиқ һалитидә туриватқан вә уруш елип бериватқан һаләттики қисимларла болуп, бу хизмәтләрни бирләштүрүп бир изға селиш үчүн, армийиниң бешида тәжирбилик бир тәшкилатчи, аңлиқ рәһбәр вә мол билимлик бир кишиниң болуши лазим еди. Шуңа шу чағда Әхмәтжан Қасимидин башқа, бу хизмәткә лайиқ адәм йоқ һесабида еди. Әхмәтжан Қасими бу мушәққәтлик вә жавапкарлиғи интайин еғир болған бу вәзипини зиммисигә елип, өзини унтуған һалда күн-түн дәм алмай берилип ишлиди. Бу саһәдә көрсәткән нәтиқилиригә һөкүмәт қайил болди. Шуңа униңға 1945-уили 2-сентәбрдики мәркизий һөкүмәтниң 88-санлиқ қарари бойичә, полковник унванини бәрди. Юқурқилар Әхмәтжан Қасиминиң жавапкарлиқиға аит хизмәтләр болуп, буниң сиртида у шу чағда зөрүр дәп қурулған түрлүк вақитлиқ комиссийә, һәйъәтләрниң рәис, муавин рәис яки һәйъәт вәзипилириниму қошумчә ишләп турди. 1944-йили 11-айда башланған уруш тез сүръәттә раважлинип, хәлиқниң шиллисигә минивалған Гоминдаң иксийәтчи һакимийитиниң армийисигә әжәллик зәрбә берип, 1945-йили 9-айда миллий армийә Или, Тарбағатай, Алтай вилайәтлирини пүтүнләй азат қилди. Миллий армийә Манас дәряси бойиға йетип келип, Үрүмчи тәрәпкә һужум қилиш басқучида турғанда, Гоминдаң һөкүмити тәрәп қозғилаңчиларниң тәләп вә пикирлирини аңлайдиғанлиғи, буниң үчүн сөһбәт өткүзүшни халайдиғанлиғини радио арқилиқ елан қилди. Вақитлиқ мәркизий һөкүмәт әзалириниң 1945-йили 10-айниң 2-күнидики 100-санлиқ йиғинида, шу чағдики хәлқъара вәзийәт вә Гоминдаң һөкүмитиниң тәклипини нәзәрдә тутуп, Гоминдаң һөкүмити билән тинчлиқ сөһбити өткүзүшни лайиқ тапти. Бу сөһбәткә қатнишиш үчүн Рәхимжан Сабирһажиев (өмәк башлиғи), Обулхәйри Төрә вә Әхмәтжан Қасими (өмәк әзалири) дин ибарәт вәкилләр өмикини бәлгиләп чиқти. Һәмдә бу вәкилләрни "Вақитлиқ Һөкүмәт"- имизниң Гоминдаң һөкүмити билән сөһбәт өткүзидиған толуқ һоқуқлуқ вәкиллири дегән салаһийәт билән қарардин өткүзүлүп бирдәк мақулланди.
ULY

Гоминдаң мәркизий һөкүмити Үч вилайәт инқилабий һөкүмити билән сөһбәт өткүзүшкә, сияси ишлар бусиниң сабиқ бужаңи генерал Жаң Жижуңни тәйинләп Шинжаңға әвәтти. Жаң Жижуң 1945-йили 10-айниң 14-күни өз вәкиллири билән Үрүмчигә кәлди. Үч вилайәт һөкүмити вәкилләр өмики 10-айниң 12-куни Үрүмчигә келип болған еди. Икки тәрәп вәкиллири 10-айниң 17-күни вәкиллик салаһийәтлирини көрүшүп, түнжи қетимлиқ сөһбәтни башлиди. Сөһбәтниң башлинишида Гоминдаң вәкиллири болупму Жаң Жижуң Үч вилайәт хәлқиниң зулумға қарши қураллиқ қозғилаң көтәргәнлигини лайиқ тапмай "Дөләткә пут атқанлиқ" дәп бөһтан қилип, һәйвә көрситишкә башлиди. Бу чағда сөз нөвитини Әхмәтжан Қасими дәрһал өзигә елип: " Жаң Жижуң әпәнди, сизниң бу сөзиңизгә қарита, хәлиқ ичидики мундақ һикайәт есимгә келиватиду, аңлаң!" дәйду-дә, муну мәсәлни башлайду:
"Едир қаптили астидики өстәңдин бир қоза икки путини пүкүп-тизлинип, тумшуқини тәккүзүп су ичиватса, төпидики идирлиқтин юңлири өсүп, тиллири саңгилиған бир бөрә кәлгән пети қозини көрмәй суниң баш тәрипигә сәкрәп чүшүп, һәммә йери чилашқан һалда тиллирини узун чиқирип шалапшитип су ичкили башлапту. Тәшналиқи бираз қанғандин кейин төвәнгә қариса, қозиниң су ичиватқанлиқини көрүп:
-- Һәй қоза! сән мениң ичидиған сүйүмни лай қилип мени ичишкә қоймидиң, суниң лай болуп кәткинини қара -- дәп һәйвә қипту.
-- Бөрә тәқсир! -- дәпту қоза, -- мән суниң аяқ тәрипидә, иккинчидин мән суға силигә охшаш пүтүн бәдинимни чилап, тиллирим билән шалапшитип ичмидим. Мән қандақчә лай қилған болай!? -- десә, ғәзәпләнгән ач бөрә:
-- Һәй, сән ичмигән болсаң, ата-анаң, әждатлириң шундақ ичкән, лай қилған, тола валақлима! һазир йәветимән! -- дәп һәйвә қилғаникән.
" Дәл шуниңдәк Гоминдаң һөкүмитиниң һоқуқлуқ бир алий әмәлдари тинчлиқ сөһбити өткүзимиз дәп бизни әкәлдүрүп, Гоминдаң һөкүмитиниң пүтүн мәмликәт хәлқигә селиватқан балайи-апәтлиригә көз йумуп, бизни қарилашлири силәрдә тинчлиқ сәмимийитиниң йоқлиғини көрситиду. Шуниң үчүн, Жяң Веййүәнжаң жанаплири билән сөзләшсилә, биз қайтип өзимиз билгән ишни қиливерәйли! " дегән пикирни оттурға қойиду. Мат болған Жаң Жижуң шундин кейин һәр-бир сөзини чайнап беқип андин дәйдиған болиду. Сөһбәт давамлишиду. Вәкиллиримиз биринчи нөвәтлик сөһбәттә өзлирини хели тонутиду. 1945-йили 10-айниң 22-күни вәкиллиримиз Ғулжиға қайтип келип, Үч вилайәт мәркизий һөкүмитигә сөһбәтниң жәряни, гоминдаң һөкүмитидә һәқиқәтәнму тинчлиқ сәмимийитиниң йоқлиқини, ағзидила тинчлиқ дәп, әмәлийәттә шум ғәрәзлириниң барлиғини, шуниң үчүн, сөһбәт өткүзүватимиз дәп, һошярлиқни бошаштуруп қоймаслиқни оттурғар қойиду. Мәркизий һөкүмәт бу әһвалға диққәт етибарини қаритиду. Униң устигә шу чағдики ички-ташқи вәзийәтму биз үчүн хели пайдилиқ еди. Жуңго хәлқ азатлиқ армийисиниң ғәлибилик илгирилиши, пүтүн Шинжаң миқясида Гоминдаңға қарши қораллиқ-қоралсиз күрәшләрниң әвж елиши, бирликсәп саһәсидики мөтивәр затларниң Гоминдаңға болған бесиминиң күчийиши, һәтта түрмиләрдики һәр милләт сиясий мәһбусларниң бу иштин хәвәр тепип қоллап, өзлири ичидә күрәшни қанат яйдуруши Гоминдаң һөкүмитини һәр тәрәптин искәнжигә елип қойди. Манас, шота, юлтуз қатарлиқ алдинқи сәптики миллий армийә мудапийидә чиң туруп, жидди әһвал йүз беридиған болса, пүтүн сәп бойичә һужумға өтүшкә тәйяр турған иди. Әң дәһшәтлиги Гоминдаң армийисидики әскәр-офицерларниң жасарити йоқап, мәғлубийәттин башқини көрмигәчкә, Гоминдаңдин бизар болуп, парчилинишқа башлиди.
Шуңа "Вақитлиқ һөкүмәт" пүтүн әһвални нәзәрдә тутуп, 1945-йили 10-айниң 22-кунидики һөкүмәт әзалириниң 144-санлиқ йиғинида, Үч вилайәт мәркизи һөкүмитигә қарашлиқ әркан ( ядролуқ бәнзә ) һәрбий кеңишини қурушни қарар қилди вә бу кеңәшниң башлиқлиқиға һөкүмәт рәиси маршал Әлихан төрәмни, әзалириға генерал летинант Исқақбек Момунов, генерал майор Палинов, полковник Әхмәтжан Қасими һәм подполковник Керим Һажиларни тәйинлиди. "Үч вилайәт мәркизий һөкүмити йәнә: әркан һәрбий кеңиши барлиқ урушларға рәһбәрлик қилишни өз зиммисигә алсун!" дәп бекитти. Вәкиллиримиз 11-айниң 13-күни Ғулжидин Үрүмчигә келип, 2- қетимлиқ сөһбәтни башлиди. Кәскин муназирә - күрәшләр арқилиқ, сөһбәт тәңпуңлуқ дәрижисигә йәтти. 2- Қетимлиқ сөһбәт аяқлашқандин кейин, вәкиллиримиз Ғулжиға қайтип кәлди вә өткүзүлгән милләтләр мәжлисидә Рәхимжан Сабир Һажиев 2- қетимлиқ сөһбәт жәряни һәққидә доклат бәрди. Мәжлистә йәнә Әхмәтжан Қасими қошумчә сөз қилип : " 1- қетимлиқ сөһбитимизгә қариғанда 2- қетимлиқи йәр билән асмандәк пәрқ қилиду. Бу ишларниң оңушлуқ болуши, Гоминдаң һөкүмитиниң бизниң қудрәтлик күчимизни тонуғанлиғиниң нәтижиси. Биз Гоминдаң вәкиллири билән 120 саәт муназирлишишимиш жәрянида, улар бизни 60 саәт бомбардиман қилған болса, бизму уларни 60 саәт бомбардиман қилдуқ... Сөһбәтни давамлаштурушимиз нәтижисидә, мәсилә тинчлиқ йоли билән һәл болуп кетиду, дәп үмит қилимиз." деди. Вәкиллиримиз Ғулжида бир мәзгил туруп тәйярлиқ ишлирини ишлиди вә 1945- йили 12- айниң 25- күни, 3- қетимлиқ сөһбәтни башлаш үчүн Үрүмчигә йетип барди. Икки тәрәп 1946- йили 1-айниң 2- күни қораллиқ тоқунушни һәл қилидиған 11 маддилиқ бетим лайиһисини түзүп, бир хил пикир һасил қилишти. Вәкиллиримиз лайиһәни елип Ғулжиға қайтип кәлди. Вақитлиқ мәркизий һөкүмәт бу бетимниң һәр бир маддисини мадда-мадда бойичә тәһлил-тәтқиқ қилишқа киришип кәтти. Мәркизий һөкүмәт Әхмәтжан Қасиминиң сөһбәт давамида көрсәткән тиришчанлиғи вә жасаритини тәқдәрләп, Вәтәннәң азатлиқи вә Шинжаңдики һәр милләт хәлқиниң бәхт-саадити үчүн қозғалған инқилабимиз жәрянида һәққанийәттә чиң туруп хизмәт көрсәткән вә һөкүмитимизниң тапшуруқлирини өз вақтида әстайидил орунлиғанлиғи үчүн әң алий мукапат - азатлиқ ордини билән мукапатлиди.

1946 - йили 1- айниң 16- күни һөкүмәт һәйъәт әзалириниң қарари бойичә, жәң мәйданлиридики әскәрләрниң иһтияжи үчүн ихтияри ярдәм топлаш коммиссийиси тәшкил қилинди, коммиссийә башлиқлиқиға Әхмәтжан Қасими сайланди. 2- Айниң 24- күнидики 229- санлиқ һөкүмәт қарари бойичә, һәрбий таминат тәкшүрүш һәйъитиниң башлиқлиқиға Әхмәтжан Қасими тәйинләнди вә шу қетимқи қарарға асасән, Рәхимжан Сабир Һажиев һәм Әхмәтжан Қасимиларни һөкүмәт тәрәптин мусадирә қилинған жайларни тәкшүрүп бир тәрәп қилишқа мәсъул болди. 1946- йили 5- айниң 25- күни һөкүмәт әзалириниң кеңәйтилгән йиғини ечилип, вәкиллиримизниң доклати аңлап өтүлди. Доклатчи Әхмәтжан Қасими Гоминдаң билән түзүшкән 11 маддилиқ бетим ни тәпсили чүшәндүрди. Мәркизий һөкүмәт әзалири буни кәң даирилик музакирә қилди. Ахирида әзалар: " Вәкиллиримизниң доклатида көрситилгән 11 маддилиқ бетим вә униң қошумчилири әқилгә мувапиқ. Гоминдаң һөкүмити вәкиллири билән түзилидиған шәртнамигә имза қоюш үчүн, вәкиллиримиз Рәхимжан, Обулхәйри төрә, Әхмәтжан әпәндиләргә һоқуқ берилсун!" дегән қарарни чиқарди. Мәзкур қарарға асасән, вәкилләр Үрүмчигә берип, Гоминдаң вәкиллири Жаң Жижуңлар билән учрашти. 1946- йили 6- айниң 6- күни икки тәрәп вәкиллири тәнтәнилик һалда 11 маддилиқ тинчлиқ бетими вә униң қошумчилириға имза қойди. Бетимниң 9- маддисида бәлгүләнгән Шинжаң өлкилик һөкүмәтни қуруш чариси тоғрсида, икки тәрәпниң бирдәк мақуллиши билән, қошумчә 1-мадда имзалинип, йәрлик милләтләрдин 15 әза вә Гоминдаң мәркизи тәрәптин 10 әза жәмъий 25 әзадин тәркип тапқан Шинжаң өлкилик бирләшмә һөкүмәт қурулди. 1945- Йили 10- айниң 17- күни башлинип, бетим имзаланъған 1946- йили 6- айниң 6- күнигичә ай һесабида 9 ай елип берилған сөһбәтниң нәтижиси 11 маддилиқ бетимдур. Бу бетим вәкиллиримизниң болупму Әхмәтжан Қасиминиң кәң даирилик қабилийити вә жасаритиниң жари болғанлиғи билән қолға кәлгән нәтижидур. Шуниңдәк пүтүн Шинжаңдики һәр милләт, һәр саһә хәлқиниң қоллап-қуввәтләп күчлүк мәдәт бериши билән қолға кәлгән әң зор утуқтур!
ULY

11 Маддилиқ бетим асасида өлкидә қурулған бирләшмә һөкүмәт әзалиридин:

Өлкә рәислигигә - Жаң Жижуң,
ички ишлар назаритиниң назирлиғиға - Ваң Зиңшән,
баш катиплиққа - Лю Миңчүн,
малийә назаритиниң назирлиққа - Лу Ювен,
тәмират ( қурулуш ) назаритиниң муавин назирлиқиға - Гу Жйәнжи,
Үрүмчи шәһириниң башлиқлиғиға Чүй Ву вә әзалиғиға Гүән Зиляң  лар тәйинләнди.


Үч вилайәт тәрәптин:
Муавин рәисликкә Әхмәтжан Қасими>>>  

муавин баш катиплиққа Абдукерим Аббасов>>> 
маарип назаритиниң назирлиғиға Сәйпидин Әзизи,
ички ишлар назаритиниң муавин назирлиқиға Рәхимжан Сабир Һажиев,

сәһийә башқармисиниң башлиқлиқиға
генерал майор Дәлилқан Суғурбайев>>>  


өлкилик һөкүмәт әзәлиқиға
Обулхәйри төрә,
Осман,

генерал летинант Исқақбек Мононов >>>   -ләр тәйинләнди.

Йәрликләрдин:
муавин рәисликкә Бурһан Шәһиди,
муавин баш катиплиққа Салис,
тәмират ( қурулуш ) назаритиниң назирлиқиға Мәмтимин Буғра,
маарип назаритиниң муавин назирлиқиға Сәй Зуңшән,
малийә назаритиниң муавин назирлиқиға ма тиңшаңлар тәйинләнди.

Үч вилайәт һөкүмити бетимгә әмәл қилип, уни әмәлийәттә ижра қилиш үчүн, 1946- йили 6- айниң 27- күнидики 324- санлиқ һөкүмәт әзалири йиғинида... " Өлкилик вақитлиқ бирләшмә һөкүмәт тәшкил қилинғанлиғи үчүн, ушбу күнгичә атилип кәлгән " ... Жумһурийәт риясити " 1946- йили 6- айниң 28-күнидин етибарән " Или вилайәтлик кеңәшмиси " дәп өзгәртилип, умумий сайлам өткүзүлгәнгә қәдәр Или вали мәһкимә кеңәшмисиниң рәисликигә Һекимбәг Ғожам,
муавин рәисликигә Обулхәйри төрә , Әнвәр әпәнди Мусабайев,
баш катиплиққа Ваққас Һажи,
кеңәшмә әзәлиқиға жәмъий 32 кишини тәйинләшни қарар қилди."
Бетим бойичә өлкидә туруп ишләйдиғанлар қатарида Әхмәтжан Қасими Үрүмчигә йөткәлди.
Битим шәртнамилирини ижра қилиш үчүн жанпидалиқ билән ишлиди. Шу мәзгилдә у мундақ дегәниди: " Илгири мән сизләргә бир сөзүмдә: бизниң һәрикитимиз миллий азатлиқ, шуниң билән биллә хәлқчилиқ һәрикәт дегән едим. Шуниңға қарапла бизниң һазирқи вә кәлгүсидики умумий мәқсидимизгә баһа бәрмәк лазим. Биз өлкимиздә ялғузла бир милләтниң һаким болушиға қаршимиз, лекин һеч вақитта, һечқандақ айрим милләткә қарши турмаймиз. Шуниң билән биллә, биз өлкимиздә қандақлики болмисун, кимниңла қолида болмисун истибдат һакимийәткә қаршимиз, йәни хәлқ үстидики һакимийәтниң бирла кишигә тапшурулишиға қаршимиз вә өлкимиздә мустәбит сиясәтниң йүргүзүлишигә ( хәлқ һоқуқиға вә әркинликигә тажавуз қилишиға ) қаршимиз... "
Бетимниң роһи бойичә сайлам хизмитини оңушлуқ елип бериш үчүн, муавин рәис Бурһан Шәһиди, қурулуш назири Мәмтимин Буғра, маарип назири Сәйпидин Әзизи вә Абдуреһим Әйса қатарлиқлар 1946- йили 10- айда жәнубий Шинжаңға йүрүп кәтти. Бу һәйъәт сайлам хизмитини йүргүзгәндин кейинла, Гоминдаңниң һәрбий-мәмурий әмәлдарлири питнә иғва тарқитип, сайламға бузғунчилиқ қилип, бетимни аяқ-асти қилишқа башлиди. Әхмәтжан Қасими Жаң Жижуң билән вастилиқ вә бивастә сөзлишип, Гоминдаңниң нәйрәңлирини паш қилишқа, сайламни давамлаштурушқа далаләт қилди. Жаң Жижуң ағзида бу хаталиқларни түзитишкә буйруқ беришни ейтсиму, әмәлийәттә бузғунчилиқни күчәйтишкә риғбәтләндүрди. Мушу арилиқта нәнжиңдә гоминдаң һөкүмитиниң қурултийи ечилидан болуп, генерал жаң жижуң, әхмәтжан қасими башлиған өмәк 1946- йили 16- ноябр шаңхәйгә, 22- ноябр нәнжиңгә йетип кәлди. Барған күнила Жяң Веййүәнжаң билән көрүшти. Гоминдаңниң чоң әмәлдарлиридин Жяң Жиңго, Бәй Чуңши, Йүй Йүәнжаң вә Шияв Лизи әпәндиләр билән көрүшүп, өлкимизниң умуми әһвали үстидә пикир алмаштурди.
1946- Йили 11-айниң 25- күни қурултай башлинип, йиғин давамида вәкилләр өз пикирлирини оттурға қоюшқа башлиди. Шинжаң вәкиллиригә вакалитән тәклипни Әхмәтжан Қасими қойди.
Тәклиптә: " Шинжаңдики асаслиқ мәсилә, барравәрликни тәмин етиш вә хәлиқчилиқ сиясәтни ишқа ашуруш мәсилиси... Һазир вә келәчәктә, умумән қайси вақитта болмисун, биз өлкимиздә ялғуз бирла милләтниң яки бир гуруһ милләтләрниң йәнә бир милләт яки бир гуруһ милләтләр үстидин һакимлиқ қилиш мәсилисини қоймаймиз. Шуниң үчүн биз тәләп қилған миллий мухтарийәт -- өлкимиздики һәммә милләтләрни баравәрликкә егә қилип, хәлиқчилиқ сиясәтни толуқ ишқа ашуруш. Шуниң үчүн биз тәләп қилған миллий мухтарийәт ялғуз бирла милләт яки бир гуруһ милләтләрниң мәнпәәтини көзлимәйду... Өлкимиздики барлиқ милләтләрни хәнзу миллити билән баравәр қилсун. Чүнки Гоминдаң асасий қанониниң 5- маддисида " жуңхуа минъгодики һәммә милләт баравәр" дәп йезилған дегәнләрдин ибарәт. Қурултай аяқлишип, Әхмәтжан Қасими қатарлиқлар Үрүмчигә қайтип кәлгәндин кейин, 1947- йили 2- аййниң 17- күни қурултай роһини, өлкилик уйғур уюшмиси кулубида Әхмәтжан Қасими өзи йәткүзди... Жәнубқа чүшкән сайлам һәйъәтлири Үрүмчигә қайтип кәлди, сайлам хизмити утуқлуқ өтти. Бу қетимқи сайлам Гоминдаң әмәлдарлири вә органлири үчүн чоң зәрбә болди. Шуңа улар пүтүн Шинжаң бойичә "11 бетим " ни бузудиған қутратқулуқ һәрикәт елип берип, сайланған хәлиқ вәкиллириниң нормал хизмәт бежиришигә тосқуннуқ қилишқа, һәтта сүйиқәст ишлитишкә башлиди. Әхмәтжан Қасиминиң тәклипи билән, Жаң Жижуң, Әхмәтжан Қасими башлиқ вәкилләр сайламдин кейинки әһвалларни егәлләш һәм жәнубни көздин кәчүрүш үчүн барди. Улар Ақсу вилайитидин кейин, Қәшқәргә барди. Қәшқәр хәлқи, зиялилар, ишчи-хизмәтчи вә кәң деһқанлар аммиси, әң сөйүмлүк рәһбири - Әхмәтжан Қасими тәсвирләп болмайдиған миһри-муһәббәт билән қарши алди. Қәшқәр вали мәһкимисидә Жаң Жижуң, Әхмәтжан Қасимилар өз көз қарашлири бойичә сөз қилди. Сөздин кейин наһийиләрниң әһвалиға бирләштүрүп, кәң жамаәтчилик намидин уларниң пикир-тәклиплирини оттурға қойди. Бу пикирләргә қарита Жаң Жижуң һейтгаһ мәсчитидики икки мунарини мисал кәлтүрүп: " бирақ бу икки мунариниң наһайити хәтәрлик икәнлиги, буниңдин гуманлинидиғанлиғини ейтип" сөзлиди. Жаң Жижуңниң мундақ пикригә нарази болғанлар тушму-туштин пикир яғдуруп, нәтижидә йиғин вәзийити өзгүрүп кәтти һәм йиғин бир нәччә күнгә созулуп кәтти. Жаң Жижуң амалсиз қалди. Бу чағда Қәшқәрдики Гоминдаң әскәрлири силиңбуси бир полк әскәр чиқирип, Вали мәһкимисини қоршап муһапизәт қилди. Кейин Жаң Жижуң мошу әскәрләрниң муһапизити билән силиңбуға кирип паналанди вә һичкимгә көрүнмиди. Кәлгән вәкилләр билән Үрүмчигә қуйриғини тикивәтти. Әксичә Әхмәтжан Қасими хәлқниң сәври қилишини, нөвәттики әң чоң вәзипә бетимгә садиқ болуп, уни аңлиқ ижра қилишни шунчилик ақ көңүллүк билән әтраплиқ вә чоңқур сөзләп тостики, әмма от болуп көйүватқан хәлқ ғәзипиниң үстигә май чачқандәк буни техиму улғайтивәтмиди. Улар жәнубий Шинжаңдин қайтти. Улар йолға чиқиши биләнла, Гоминдаңниң йәрлик әмәлдар вә һәрбилири шунчилик ғалжирлаштики, адди пуқралар буяқта турсун, вали-һакимларниму түрмигә ташлап йоқатмақчи болди. Буниң үстигә мәсъут сәбрини шинжаң хәлқи һәм .Үч вилайәт вәкиллириниң еңидин өткүзмәйла, Жаң Жижуңниң орниға рәис қилип, Шинжаң хәлқини өзиниң гөшини өзиниң йеғи билән қорумақчи болди. Шу мунасибәтләр билән Әхмәтжан Қасими Гоминдаң һәм Гоминдаңчиларни вәдисигә вапа қилишни, икки йүзлимичилик қилмаслиқни өз ичигә алған һалда бир қанчә саһәләр бойичә мақала-нутуқлар елан қилди. Лекин бу һәққаний садаларға Гоминдаңчилар писәнт қилмиди. Улар техиму һәддидин ешип, ахири қораллиқ һәрбиләрни пуқрачә кийиндүрүп, өлкилик һөкүмәтни қоршивелип, Әхмәтжан Қасимиға сүйиқәст қилмақчи болди. Дүшмәнниң рәзил сирини дәрһал сезивалған Әхмәтжан Қасими, башқиларниң тосушиға пәрва қилмай, өлкилик һөкүмәткә кирип, Гоминдаң әмәлдарлириниң көз алдида болди.
Намайишниң ( сүнъи қураштуруп чиққан бу ялған намайишниң ) жарчилиқини қилип һәйвә қилғучиларға:
" сизгә икки йол бар, бири дәрһал чиқип бу намайишчилириңизға " диққәт, артқа бурул, қәдәмләп марш! " дәйсиз. Улар топ-тоғра чиқип кетиду. Бу тинчлиқ йоли.
Йәнә бири " алға бас! " дәйсиз, улар бастуруп кирип бизни өлтүриду. Бизниң қенимиз төкүлүш арқилиқ, хәлқимизниң һәл қилалмай кәлгән мәқсәтлири һәл болиду. Бу өлүм йоли, иккидин бирни таллавелиң! биз қалсақму, өлсәкму пайда. Қалсақ қан төкүлмәйду, өлсәк қенимиз хәлқимизниң азатлиқини толуқ қолға кәлтүрүшкә пайда йәткүзиду." Дегән мәрданә сөзләрни қилиду.
1947- йили 6- айниң 30- күни уйғур уюшмисиға Гоминдаңчилар һужум қилди...
6-Айниң 22- күни Қәшқәрдә һәрбий һаләт елан қилинип, өлкилик бирләшмә һөкүмәт бәлгүлигән мәмурий әмәлдарларни қолға алди. Мошу зораванлиқлар йүпәйлидин Әхмәтжан Қасими башлиқ Үч вилайәт вәкиллириниң һәмдә йәттә вилайәттә туруш имканийити қалмиған башқа зиялилар, һәр тәбиқә затлар, умумән хәлиқчиллиқ үчүн күрәш елип бериватқан Ғулжа яки башқа жайларниңму тәрәқипәрвәр кишилири инқилаб бөшүги - Ғулжиға йөткилишкә башлиди.
Жүмлидин мәркизий уйғур уюшма рәиси,
мәркизий қазақ-қирғиз уюшма рәиси,
мәркизий өзбек уюшма рәиси,
мәркизий татар уюшма рәиси,
мәркизий уйғур гезити муһәрирлири,
мәркизий қазақ-қирғиз гезити муһәрирлири арқиму-арқа Үрүмчидин кетишти.
Ахири Әхмәтжан Қасимиму Ғулжиға қайтти.
ULY

Әхмәтжан Қасими Ғулжиға қайтип келиши биләнла, алди билән йәттә вилайәттин кәлгән зияли вә башқа затларни хизмәт билән тәминләп вә орунлаштуруп, уларниң турмуш хатиржәмликигә капаләтлик қилди... Бу вақитта гоминдаң һөкүмити бирләшмә һөкүмәт тәрипидин миллий армийә қисимлириға берилишкә тегишлик түрлүк иқтисадий хиражәтләрни тохтитивәтти. Бу әһвалар миллий армийимизгә вақитлиқ қийинчилиқ туғдурди. Лекин Әхмәтжан Қасиминиң рәһбәрлики вә тәшәббуси билән хәлиқ аммиси сәпәрвәрликкә келип, аз - тола иқтисадий қурбанлар бериш бәдилигә қийинчилиқ өткилидин өтүп кетилди. Әхмәтжан Қасими үч вилайәтниң иқтисад мәсилисидә рәсмий издиниш елип барди ахири у :
"Инсанийәт жәмъийитиниң тарихи техи бирәр дөләтниң қәғәз пул һесабиға узун муддәт өмүр кәчүрүп яшиғинини билмәйду. Сағлам буджити(Резервный бюджет) (малийә хамчоти - назиминиң иззаһати) болмиған, кирими чиқимини қаплап аз тола ешинмиған, ялғуз қәғәз пулғила тайинип яшиған һөкүмәт наһайити чапсан вақит ичидила иқтисадий жәһәттин һалакәткә йүзлиниду. Шуниң үчүн, әгәр биз Үч вилайәт даирисидә қолға кәлтүргән әркинлик һоқуқимизни сақлап қалимиз десәк, әң алди билән Үч вилайәтниң иқтисадий әһвалини мустәһкәмлишимиз керәк...", дәп көрсәтти. Әхмәтжан Қасиминиң йәшәббуси билән пүтүн малийә кириминиң үчтин бир қисмини мәдәний маарип ишлириға ажратти вә шу бойичә иш елип барди. Бир қатар иқтисадий сиясәтниң йолға қоюлиши нәтижисидә, үч вилайәт билән Үрүмчи оттурисида асман-земин пәрқ болуп, Үрүмчидә пул пахаллиқи келип чиқип мал баһаси Үч вилайәттин 10 нәччә һәссә ешип кетип, хәлиқ чидиғусиз һаләткә келип қалди. Буниң әксичә, Үч вилайәт даирисидә тоқчилиқ, мәмурчилиқ, баяшатлиқ орнап, турмуш хатиржәм болуп, мал баһаси муқим болди.
Әхмәтжан Қасими Ғулжиға қайтип кәлгәндин кейин, өткәнки ишларни әстайидил әсләш билән бир вақитта, кәлгүси һәққидә қаттиқ баш қатурди, тәкшүрүп тәтқиқ қилди... Әң ахирида у Шинжаңдики һәр милләт хәлқиниң жанижан мәнпәәтини қолға кәлтүридиған вә қозғайдиған күчкүк, иттипақлашқан, инқилабий бир партийиниң ( тәшкилатниң ) зөрүрликини идийидә муқумлиди-дә, һазир вә кәлгүсидиму хизмәтниң һүддисидин чиқалайдиған, тинчлиқ вә хәлқчиллиқни қолға кәлтүрүп уни сақлап қелиш үчүн, "Шинжаңда тинчлиқ вә хәлиқчиллиқни һимайә қилиш демократик иттипақи" ни тәсис қилишни муқимлаштурди.
Бу тәшәббус Үрүмчи һәм Илида паалийәт елип бериватқан ашкарә вә йәр асти тәшкилатларниң бирдәк еңидин өтти вә буниңға қошулди. Шуниң билән Әхмәтжан Қасими1948- йили 8- айда, пүтүн Шинжаңниң һәр қайси вилайәт наһийилиридин Ғулжиға кәлгән вәкилләр билән бирликтә қурултай ечип, бу тәшкилатниң қурулғанлиғини елан қилди. Униң ижраийә һәм һәйъәт әзалирини сайлап чиқти. Қурултай бир еғиздин бу тәшкилатниң рәисликигә өзлириниң синалған рәһбири - Әхмәтжан Қасимини сайлиди, һәмдә тәшкилатниң муһим хизмәтлирини бәлгиләп чиқти...
Мәзкур иттипақ вә униң роли һәққидә Әхмәтжан Қасими:
"Миллий азадлиқ инқилабимиз -- хәлиқчиллиқ сепи билән бирликтә жаһангирлик, мустәмичилик түзүмигә қарши кәскин күрәш елип бериш йоли биләнла ғәлибә қазанғусидур. Лекин ғәлибә йолини түз, һечқандақ тосалғусиз, дәп һесаблашқа болмайду. Әксичә инқилабий хәлиқчиллиқ күч қанчә ғәлибә қилғансери, әксийәтчил қара күчләрниң тосқунлиқиға шунчә учрайду. Шу тосқунлуқларни өз вақтида көрүп, миллий азатлиқ инқилабимизниң ғәлибилик илгирлишигә униң путликашаң болмаслиғи үчүн, уларни хәлқимизниң бирләшкән күчи арқилиқ өз вақтида ағдуруп ташлап, демократик йолни пак сақлап қелиш үчүн, хәлқимизниң садиқ вә илғар пикирлик пәрзәнтлириниң уюшқан бир сиясий тәшкилати болуши керәк еди.
Үч вилайәт азат болғандин тартип битимгә қәдәр вә битимдин кейинки тәжирбә-савақлар бизниң мошундақ бир сиясий тәшкилатқа муһтаж екәнликимизни испатлиди. Шуниң үчүн биз Ғулжа шәһиригә топлинип, бу сиясий тәшкилатни қурдуқ. Тәшкилатимиз хәлиқ аммисини тәшкиллиши , уларни сиясий жәһәттин аңлиқлиққа йетәклиши һәмдә мустәмликичилик, жаһангирлик сиясатигә қарши рәһимсизлик билән күрәш қилишқа башлап меңиши лазим. У, бизниң өлкимиздики һәммә милләтләрниң әркинлик вә баравәрлик һоқуқини тәмин етишкә қаритилған сияситини һәқиқий чин әмәлийити билән һимайә қилип, милләтләрниң бирлик иттипақлиғини мустәһкәмләш үчүн һармай-талмай күрәш қилишиға тоғра келиду.
Миллий азатлиқ һәркитимизниң ғәлибә мевилирини сақлап қелиш вә уни кеңәйтип раважландуруп, миллий азатлиқ инқилабимизни ахирғичә елип бериш үчүн пидакарлиқ билән күрәш елип бериши керәк болиду." дәп көрситип өтти...
Әхмәтжан Қасими әвлат тәрбийиси, маарип ишлирини яхши йолға қоюп, бу хизмәтни алаһидә чиң тутуп ишлиди. Оқутқучиларниңму бу мәсилигә диққәт билән көңүл бөлүшини көп қетим жекилиди вә ғәмхорлуқ билән тапшурди.
У оқутқучи-устазларға:
"Кәлгүси дөләт игилирини, кәлгүси жәмийәт хизмәтчилирини, жәмийәтниң келәчәк түзими, көз қариши вә буларда болидиған яхши мунасивәтләрни сиңдүрүш үчүн әтраплиқ тәрбийәләш силәрниң вәзипәңлар. Буниң үчүн алди билән тәрбийәләш нишанисини биливелиш, бу нишанни биливалғандин кейин, тоғра йол билән елип барғили болиду... Тәлим-тәрбийә сиясәт билән мустәһъкәм бағланған болуп, тәлим-тәрбийиниң мәқсәт вә нишанисини сиясәт бәлгиләйду... Яш-өсмүрләргә пәнний билимләрни толуқ өзләштүрүшкә тиришишимиз, математика, физика, химийә, тәбиәт вә башқиларни толуқ игилитип, техникилиқ қоралларни ишлитишни, тәбиәтни жәмъийәткә бойсундурушни билидиған билим әһлилиридин қилип йетүштүрүп чиқиш үчүн тиришишимиз керәк...
... Мән муәллиммән. Өз синипида бирму қалақ оқуғучиниң қалмаслиғи үчүн тиришиватқан оқутқучи меһнитиниң қанчилик қийин екәнлигини яхши билимән. Инсанийәт жәмъийитидә оқутқучиниң әмгикидин пәхирлигирәк әнъгәк йоқтур. Чүнки алим, язғучи, қомандан, дөләт вә жәмъийәт әрбаби һәм башқиларниң һәммиси оқутқучи әмгикиниң мәһсулидур...", дәп, яш-өсмүрләрни тәрбийәләш ишиға даим дегидәк алаһидә көңүл бөлди вә өзи мәктәпләргә берип, оқутқучи- оқуғучилар билән даим сөһбәтлишип турди.
Әхмәтжан Қасими Үч вилайәт инқилаби башланғандин тартип таки қурбан болғичә, жуңго коммунңстик партийиси рәһбәрликидә елип бериливатқан жуңго инқилаби вә хәлиқ азатлиқ армийисиниң қураллиқ күрәшлиригә интайин көңүл бөлүп, чоңқур күзитип, һисдашлиқ қилип кәлди. У нурғунлиған нутуқ вә мақалирида бу һәқтики көз қаришини давамлиқ түрдә ашкарә билдүрүп кәлди. У "У.Қа.Қ" (уйғур, қазақ, қирғиз) кулубида зиялиларға қилған сөзи арилиғида, улардин чүшкән соалларға жавап бәргәндә: "биз коммунистик партийигә қандақ қараймиз ?" дегән соалға Әхмәтжан Қасими: "бизниң дүшминимизниң дүшмини бизниң достимиз" дәп наһайити очуқ позитсийә билдүрди. Шундин башлап кәң амма ичидә коммунистик партийигә болған тоғра көз қараш вә муһәббәт улғийишқа башлиди.
Әхмәтжан Қасими һәр тәрәплимә билим егилигән вә пишқан һәқиқий хәлиқ хизмәтчисидур. У машиниға чиқса шопур, суға чүшсә маһир үзгүчи һәм салчи, хаң (көмүр кан) астиға чүшсә, ишчи, деһқанларниң арисиға кирсә даңлиқ ормичи, техникилиқ ишлар бар орунға барса әпчил техник хадим яки мантйор (токчи), малчилар арисиға барса кишиниң зоқини қозғайдиған уста чопандур.
Әхмәтжан Қасиминиң алаһидә көңүл бөлүп вә тәтқиқ қилип елип барған ишлириниң бири - бизниң әдәбият-сәнъәт саһәйимиздур... У өзиму пишқан фолклорчи болуш билән, бәдиилиги, юмурлуқлиғи йуқури болған, қиззиқ мәсәл-тәмсилләрниң маһири еди. Ачқучлуқ пәйтләрдә дүшмән билән муназириләшкәндә, у бу саһәдики билими билән йәңгән вә мат қилғаниди.
Әхмәтжан Қасими атақлиқ тилчи вә өткүр натиқ еди. У вақит тәливигә мувапиқ нурғун мақалиләрни йезип елан қилиш билән вилайәт, наһийә, йеза-қишлақларда ечилған һәм ечиш зөрүр болған йиғинларда, һәр милләт, һәр саһә хәлқигә шу сорундикиләр қайси милләттин көпрәк йиғилған болса, шу милләтниң өз тилида (уйғур, рус, қазақ, татар, қирғиз, өзбек) нутуқлар сөзләп, һәммини қайил қилатти. Мәқсәтни һәммигә очуқ уқтуратти, уларниң меһри-муһәббитини қозғап, ғәйритини ашуратти.
Әхмәтжан Қасими өзини һәргиз башқилардин алаһидә һәм пәрқләндүридиған һаләттә тутмайти... У өзини хәлиқтин йирақлаштуридиған сүрлүк муһапизәтчи вә қоғдиғучиларни ишләтмәйти. "Пәқәт хәлиққә садиқлиқ билән хизмәт қилсақ, хәлиқ бизгә тапшурған хизмәтниң һөддисидин обдан чиқалисақла, бизни хәлиқ сақлайду" дәп, хәлиқ аммисиға тайинатти...

Әхмәтжан Қасими хәлқимиз ичидин чиққан мана мушундақ һәр тәрәплимә пишқан вә чениққан сөйүмлүк рәһбәр еди.
ULY

Жуңго коммунистик партийиси рәһбәрлик қилған инқилап узун йиллиқ жапалиқ күрәшләрни бешидин кәчүрүп, ахири омумийүзлүк ғәлибигә қарап йүзләнди. 1949- йили пүтүн мәмликәт бойичә вәкилләрни чақирип, биринчи нөвәтлик сиясий мәслиһәт кеңииши чоң йиғинини Бейжиңда ачмақчи болди. Башқилар қатарида рәис Мав Зедоң намидин Әхмәтжан Қасими намиға алаһидә тәклип қәғизи кәлди. Тәклипнамида рәис Мав Зедоң үч вилайәт инқилабиға юқури баһа берип: " ... Силәрниң узун йиллардин буянқи күришиңлар пүтүн жуңго хәлқ демократик инқилабий һәркитиниң бир қисми...Биз силәрниң вәкил әвәтип, мәмликәтлик сиясий мәслиһәт кеңишиниң омумий йиғиниға қатнаштурушиңларни сәмими қарши алимиз. Қошулсаңлар, 9- айниң башлирида Бейжиңға йетип келишиңларни сораймиз... " дәп язған еди( тәклипнаминиң толуқ тексти қисқартилди).
1949- йили 8- айниң 22- күни кәч саәт 7 дә вәкилләр өмики: Әхмәтжан Қасими, генерал летинант Исқақбек мононов, генерал майор Дәлилқан Суғурбайев, Абдукерим Аббасов, Ло Жи вә хизмәтчиләрдин Абдурешит Иминов, Ғәни Керимов, Османжан Насирлар Бейжиңға қарап йолға чиқти.
Бу чағда ғәрбий шимал толуқ азад болуп кәтмигәнлики үчүн, бу тәрәптин меңиш хәтәрликрәк болғанлиқтин, Совет Иттипақи земинидин маңғаниди. Улар айропланда Байқал тағ тизмилиридин өтүп, қелин орман һәм жилғиларни бесип өтүватқанда, айроплан һадисисиигә учриди. Әхмәтжан Қасими башлиқ рәһбәрләр вә хизмәтчиләр 1949- йили 8- айниң 27- күни мушу жилғида бәхтимизгә қарши қурбан болди. Улар биздин мәңгүлүккә айрилди...
Йолдаш Мао Зедуң бу қайғулуқ матәм мунасивити билән, Әхмәтжан Қасими қурған иттипақ мәркизий комитетидики йолдашлар арқилиқ тәзийә билдүрүп телеграмма йоллиди:
"Шинжаңда тинчлиқ вә хәлқчиллиқни һимайә қилиш иттипақи мәркизий комитетидики сөйүмлүк йолдашлар: Шинжаң хәлқиниң жуңго хәлқ сиясий мәслиһәт кеңиши йиғиниға қатнашқучи биринчи түркүм вәкиллири, шинжаң өлкисиниң муавин рәиси әхмәтжан Қасими, үч вилайәт миллий армийисиниң баш қомандани йолдш Исқақбек, шинжаңда тинчлиқ вә демократийини һимайә қилиш иттипақи мәркизий комитетиниң әзаси Абдукерим Аббасов миллий армийиниң муавин баш қомандани йолдаш дәлилқан Сугурбайев вә Шинжаң жуңго-совет мәдәнийәт жәмъийитидин Ло Жилар 1949- йили 9- айда Бейжиңға келиватқанда, айроплан һадисиси билән бәхтсизликкә учриди. Бу Шинжаң хәлқи вә Жуңго хәлқи үчүн зор бир йоқитиш. Мән буниңға чоңқур тәзийә билдүримән.
Әхмәтжан Қасими қатарлиқ бәш нәпәр йолдишимиз һаят вақтида Шинжаң хәлқиниң азадлиқ һәрикити үчүн қәһриманларчә күрәш қилип, әң ахирида жуңхуа хәлқ жумһурйитини қуруш йолида қурбан болғанлиқи үчүн, пүтүн мәмликәт хәлқиниң мәңгү хатирлишигә әрзийду.
Йолдаш Әхмәтжан Қасими, йолдаш Исқақбек, йолдаш Абдукерим, йолдаш Дәлилқан вә йолдаш Ло Жи лар мәңгү һаят!
Жуңхуа хәлқ жумһурйити мәркизий хәлқ һөкүмитиниң рәиси: Мао Зедуң 1949- Йили 10- айниң 22- күни "


Әхмәтжан қасими башлиқ инқилабий қурбанларниң жәсиди 1950- йили 4- айда совет иттипақидин ғулжиға кәлтүрүлди. Бу чағда һәр милләт хәлқиниң әхмәтжан қасими вә униң һәмралириға тутқан матәм-һазисини тил билән ипадиләш қийин болған һаләттә болуп, бу уларниң хәлқ қәлбидин әң чоңқур орун алғанлиқиниң испати иди. Уларниң жәсәтлири үч вилайәт инқилаби мәзгилидә шеһит болғанлар шеһиткарлиқи, һазирқи областлиқ партийә мәктәп орниға дәпин қилинди.

1958- Йили һазирқи хәлқ бағчисиниң ғәрп тәрипидин йетәрлик йәр сетивелип, бу инқилабий қурбанларниң жәсәтлири мушу орунъға көчүрүлди, қәбрилири алаһидә қилип ясалди. Қәбриләр алдидики кәң сәйнаниң оттурисиға бәш буржәклик егиз мунар турғузулуп, мунарниң һәр қайси тәрәплиригә рәис мав зедоң әвәткән тәзийә телеәраммиси вә төвәндики яднамә оюлған:
"Яднамә Әхмәтжан Қасими башлиқ инқилабий қурбанлар миллий азадлиқ вә хәлқ демократик инқилабиға зор төһпиләрни қошти. 1949- Йили жуңго хәлқ инқилаби ғәлибә қилғандин кейин, инқилабий қурбанлар шинжаңдики һәрмилләт хәлқи намидин бейжиңда ечилидиған жуңго хәлқ сиясий мәслиһәт кеңишиниң 1- қетимлиқ омимий йиғиниға қатнишиш үчүн кетиветип, бәхткә қарши айроплан һадисисигә учрап қурбан болди.
Қурбанларниң көрсәткән хизмити инқилабий тарихимиздин орун алиду.
Уларниң роһи мәңгү яшайду
Милади 1959-йили 27- авғуст".
Хатирә мунарниң шәрқигә " инқилабий қурбанлар хатирә сарийи " селинип мәрһумларниң һаят вақтида қилған иш излири, сүрәтлири қоюлған...
Әтрапи бүк барақсан орман билән қапланған


Түгәнчә ( ахирқи сөз орнида )

Юқурида биз Әхмәтжан Қасиминиң иш излири билән бир қатар тонушуп өттуқ, буниңдин шуни көрдуқки, Әхмәтжан Қасими шең шисәй түрмисидин қутулуп чиқип, аз күн өтмәйла или диярида башланъған үч вилайәт инқилабиға адди су тошуғучи болуп қатнишип, таки қурбан болғичә һәр милләт, һәр саһә хәлқиниң көңүл төридин әң пәхирлик орун алған һөрмәтлик рәһбәрдур. Әхмәтжан Қасимиғичә һичким вә һечбир шәхс хәлқ көңлидин бунчилик орун алалмиған һәм алалмиди. Униң хәлқ көңлидин орун елип, рәһбәрликкә көтүрүлишигә униңға яр-йөләк болған һичқандақ йөләнчүки вә мәжбури юқури өрләткүчиси болмиған. У пәқәт хәлққә пайдилиқ сап билими, аммини қайил қиларлиқ әқил парасити, идрики, ғайиси вә хәлқ үчүн өзини беғишлиған еғир-жапалиқ әмгики бар иди.
Әхмәтжан Қасиминиң нишанлиған улуғвар ишлириға путликашаң вә тосалғу болидиған дүшмәнлири-рәқиплири бардурки, һечбир шәхсий дүшмән-рәқиби йоқ, хәлқ достидур. Шуниң үчүн һәр милләт һәр саһә хәлқлири мушу күнләрдә, олтурушқан сорунлирида уни яхши ишлири билән әслишиду, көз йеши қилишиду, сеғиниду.
6 © ULY

...................... Тамам.
~~~~~~~~ [ Мәнбә : " Или тарих матеряллири - 2 " ]
~~~~~~~~ Көчүрүп йоллиғучи : Назими.

TRANSLITERATION and editing Uyghur-Cyrillic: Emeren

Что написано пером - не срубишь топором (пословица)

на верх

на верх

Tor Betimge Ilinishni Xalisingiz Men Bilen Alaqilishing >>>

Copyright © Странник All Rights Reserved


Hosted by uCoz