Hosted by uCoz
САЙТ СТРАННИКА

Гостевая книга

hamrajan-aka

Chat-Chayxane

Счётчик MyCounter


                               

                          Ойған!    
(1921-йили, Турпан)
Һәй, пеқир Уйғур, ойған, уйқуң йетәр, Сәндә мал йоқ, әмди кәтсә жан кетәр. Бу өлүмдин өзәңни қутқазмисаң, Аһ, сениң һалиң хәтәр, һалиң хәтәр. Қоп! дидим, бешиң көтәр, уйқуңни ач! Рәқибиң бишини кәс, қанини чач! Көз ечип әтрапқа обдан бақмисаң, Өлисән арманда, бир күн йоқ илаж. Һелиму жансизға охшайду тениң, Шуңа йоқму анчә өлүмдин ғемиң? Чақирсам қимирлимайла ятисән, Ойғанмай өлмәкчиму сән шу петиң? Көзүңни йоған ечип әтрапқа бақ, Өз истиқбалиң һәққидә ойлан узақ. Кәтсә қолдин бу ғәнимәт, пурсити, Киләчәк ишиң чатақ, ишиң чатақ. Ечинар көңлүм саңа, һәй Уйғурум, Сәбдишим, қериндишим, бир туққиним. Көйүнүп һалиңға, ойғатсам сени, Аңлимайсән, зади немә болғиниң?! Келиду бир күн пушайман қилисән, Тәктигә гәпниң шу чағда йетисән. "Хәп" десәң шу чағда үлгүрмәй қалур, Шунда, Уйғур сөзигә тән берисән. Ойған шеирни башқа тилларда көрүң Қайдисән (1923-йили, Турпан) Әй маңа отлар селип, жанимни алған қайдисән? Бешимға ғәм яғдуруп, койларға салған қайдисән? Бармиди я бир өчүң, ялғуз маңа йәтти күчүң, Йоқлимайсәңһу келип, түнләрдә балхан қайдисән? Бу жаһан тар кәлдиму, һәмра болуш хар кәлдиму? Дәрду-дәвран үстигә, ишқиңни қошқан қайдисән? Көйдүрүп күл қилғучә, сөйдүрүп қул қилсичу, Ақти көздин яш, беғирдин қип-қизил қан, қайдисән? Сәнсиз зулмәттур жаһан, нур имәр сәндин қачан, Сән үчүн тикилди жан, болмасмән қалқан, қайдисән? Қамлашмиди (1928-йил Турпан) Адими алмаштию, йоли, түзүм алмашмиди, Жин дегәнниң ишлири мисқалчиму қамлашмиди. Яң өлүп тапти ләһәт, болмамдикән жумһурийәт, Бәрмисә жумһурийәт, бу ишлири қамлашмиди. Ети жинниң өзи жин, жинниң күни болғай қийин, Әтибари бир тийин, қилған иши қамлашмиди. Абдухалиқ нәрә тарт, әнә қалқан, әнә ат, Ухлап йетиш бәк уят, жинниң иши қамлашмиди. Ғәзәп вә Зар Әй пәләк бу дәштиңдин интиһа бизаримән, Истидим көп, тапмидим бу дәрдимгә һич даримән. Ата бовамдин мирас кона кесәлниң дәрдидә, Гаһ өлүп, гаһ тирилип көптин бери аваримән. Бир пурап өсәм нә арман, беғим баһари гүлини, Һәр сәһәр гүл ишқида булбулға охшаш заримән. Достлирим овға чиқарида кәлтүрәр мисалиға, Қарчиға қушлар улар, мән мисали саримән. Йүзму йүз қилмас тәъәрруз① көп көңүлчандур улар, Көрмисәм чайнар нижис гояки дил азаримән. На әқил дәп ойлидим чиндин нәзәр салмай туруп, Йеңилип кәтти улар, көптин бири һушяримән. Қолидин кәлмәйду иш дәп даъим ғидиқлайду мени, Мән уларниң шу сөзигә бәкму бәк хунбаримән②. Пәнъгә маңсақ көз ечип капир, дәжид дәп қарғишур, Бу һамақәт дәвридә атәш болуп янаримән. Чөл-жәзирә, дәшт-сәрһа ичрә қалдим наъилаж, Аһ қачан бир йол тепип қошулай қатаримән. Көлгә тәшнадур бу чөл, бипаян мунбәт йери, Мисли дәря тапмай еқиш, қайнам болуп қайнаримән. Ойғинип кәтти жаһан, мәғрипи-мәшриқ таман, Мән техи сүт уйқида чүш көрүп ятаримән. Башқилар суда үзүп, көктә учуп кәтти йирақ, Мән мисал ялаңъаяқ дәссәп тикән маңаримән. Илим-пәндин йоқ хәвәр, басти ғәпләт хәвп-хәтәр, Һалимиз қулдин бәтәр қандақ чидап тураримән. Тил-һақарәт, тәнә-дихмар③ вай дад!... бу жанни қийниди, Әмди нә қилмақ керәк, әжәпму болдум харимән. Зулумниң окянидин тапмай марағәт арили, Тағ кәби долқунда өрләп һәққә дад ураримән. Дәври жәбирдин исит! һалиңъға Уйғур вайиким, Жанни алқаңһа еип чиқ! Тамайсә башқа чарисән. _________________ ①Тәъәрруз --- қаршилиқ ②Хунбар --- йүрики қан болуш ③тәнә-диқмар --- <Турпан шивиси> тапа-тәнә, яман көрүш Бардур (1921-йили) Жаһаләт сәмәрәсидин бизгә бир күн көп жапа бардур, Ейтиңизчу, бүгүнки һалимизниң қайси биридә сапа бардур. Заманниң һалидин вақип болуп турмақниң орниға, Бирини шаңю сайлап арқидин дәвайимиз бардур. Илимниң ижтиһадиға көңүлни қоймидуқ бизләр, Оқурмиз-оқутурмиз сеғиз чайнашимиз бардур. Тәавуну-тәнасур орниға бизләрдә бир адәт, Йеңи башни көтүргәнни уруп йиққанимиз бардур. Йәнә юрт пайдисиға жәмъий болмақлиқ бәси мүшкүл, Әгәр бир йәрдә той болса, берип ятқанимиз бардур. Омумниң пайдисиға йүз йилда һәм әсла чүшәнмәймиз, Зиян қилмақ үчүн болса әжәп чаққанимиз бардур. Бири бир яхшилиқ қилса, униң ядини қилмақ йоқ, Епи кәлсә берип әврәтлирини ачқанимиз бардур. Әгәр милләт үчүн бир пул чиқиш кәлсә тапалмасмиз, Чиқими йоқ нава пулға тола ихласимиз бардур. Ихван① һәм бурадәрлик нишани қалмиди биздә, Мәгәр дост болсақму әсли, бөләк муддиайимиз бардур. Хатаән достимизда бир әйиб заһир болуп қалса, Йошурмай биргә онни тепип қатқанимиз бардур. Бабалар шөһрити, ғәйритини һеч сеғинмасмиз, Қелип ғәпләт жаһаләттә юмуп көз, по атқанимиз бардур. Керәксиз мустәһәп② ишлар үчүн жанни пида қилмақ, Вә лекин һәжгә баж алса, тозуп қачқанимиз бардур. Оюн-чахчақ түпәйлидин өзъара биәп болсақ, Яраштуруп қоюш нәдә, ариға от яққанимиз бардур. Хушамәт бабида биздин бөләк устиси һәм йоқтур, Қувлуғу-шумлуқ билән рәңму-рәң ялғанимиз бардур. Ит урғанни тонур дәп бар иди бир тәмсили, Лойи, амбал вә дарин дәп семиз баққанимиз бардур. Илим-пәнъгә йүрүш қилған учар көктә-үзәр суда, Минишкә қотур ешәк йоқ, пиядә қалғанимиз бардур. Гүркирәп кәлсә аптомобил, немә бу әй худайим дәп, Еқилни ишлитәлмәй һаң-таң қетип қалғанимиз бардур. Һүнәр билән санаәттә "йетиштуқ" әмди иш пүтти, Умач ичмәккә хумданда ғедир қуйғанимиз бардур. Мисли жәннәт тағу-дәряни безәшкә йоқ киши, Ястуқни қирлап қоюп биғәм ятқанимиз бардур. Мунәжжим һәм инженер, алимларниң орниға, Тонур сәллә, нәпси бала моллимиз-султанимиз бардур. Қизил көзлүк, көрәлмәслик вә я өзи қилалмаслиқ, Қилай дәп бәл бағлиғанларға түрлүк түмән бөһтаминиз бардур. Әл-юртниң дәрдигә қилчиму дәрман болмидуқ бизләр, Келур бир күн, ашу чағда орниға кәлмәс пушайманимиз бардур. Абдухалиқ бәс, йетәр аварә болма, қаһшима, Шу чағ кәлгәндә бизләрдә азабқа тәйяр вижданимиз бардур. _________________________ ①Ихван --- қериндашлиқ ②Мустәһәп --- қилмисиму болидиған
******************

Абдухалиқ Уйғур қәбри.


   Абдухалиқ Уйғури 1901 - Йили Nурпанда туғулған, илгири кейин өз юртида вә русийидә билим елип, шу дәвирниң көп тилини билгән, көпни көргән һәм оқуған зиялиси һәм шаири болуш сүпити билән уйғурларни әркинлик үчүн күрәш қилишқа чақиридиған "Ойған", "Ачил" қатарлиқ көплигән шеирларни язған еди.

   У 1932 - йили,Турпан қозғилиңиға қатнашқан вә 1933 - йили 3 - айда Турпанда Шең Шисәй әскәрлири тәрипидин тутқун қилинип, 17 - март күни Турпан шәһәр мәркизидә Шиң Шисәйниң биваситә буйруқи бойичә башқа 17 нәпәр сәпдиши билән бирликтә, қилич билән чепип өлтүрүлгән.

   Тарихий мәлуматларға қариғанда, Абдухалиқ Уйғури вәһший дүшмән алдида қилчә тиз пүкмәй, Уйғур, Рус вә Хитай тилида нутуқ сөзләп, өзиниң қайтмас ирадисини ипадилигән. Гәрчә Абдухалиқ Уйғури шеһит болғиниға 79 йил болсиму лекин униң "Ойған " намлиқ шеири һәр бир уйғур тәрипидин даим ядлинип, уйғурларниң миллий роһиға илһам бәрмәктә. (Үмидвар)



 
Правка и транслит: Эмерен Амрақ
 

Copyright ©  2004 -2008 Emeren All Rights Reserved.    

  
Hosted by uCoz